Йоһанниң 2-хети
1 Мән ақсақал — Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң балилириға салам йоллаймән. Мән уларни чин көңлүмдин сөйүмән һәм пәқәт мәнла әмәс, бәлки һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси. 2 Биз силәрни сөйүмиз, чүнки һәқиқәт жүригимиздә бар вә у биз билән мәңгү болиду. 3 Атимиз Худадин вә Атиниң Оғли Әйса Мәсиһтин келиватқан мол меһирлик, рәһимдиллик, течлиқ, һәқиқәт вә меһир-муһәббәт биз билән давамлик биллә болиду.
4 Мән сизниң бәзибир балилириңизниң, биз Рәббимиздин алған шу әмиргә мувапиқ, һәқиқәттә меңиватқинини билгинимгә бәкму хошал болдум. 5 Ханим, мән сиздин өтүнидиғиним, бир-бириңларға вәсийәт қилинған меһир-муһәббәтни көрситиңлар. Бу вәсийәт йеңи әмәс, сәвәви у биздә әң баштин тартип бар. 6 Меһир-муһәббәт көрситиш — Атиниң вәсийәтлиригә әмәл қилип жүрүшимиздин ибарәт. Бу — силәр баштин аңлиған әшу вәсийәт. Шуниңға әмәл қилип, меңишиңларни давамлаштуруңлар. 7 Дунияда Әйса Мәсиһниң тәндә кәлгинини иқрар қилмайдиған көплигән ялғанчилар пәйда болди. Уларниң барлиғи ялғанчилар һәм дәҗҗаллардур.
8 Бизниң әмгәк қилғанлиримизни йоқитип қоймаслиғиңлар һәм толуқ мукапатқа еришишиңлар үчүн, өзәңларға пәхәс болуңлар. 9 Кимду-ким Мәсиһниң тәлимлиригә риайә қилмай чәклиридин чиқип кәтсә, у Худадин мәһрум болди. Ким бу тәлиматқа риайә қилса, униңда һәм Атиси, һәм Оғли бар. 10 Әгәр кимду-бирси силәргә келип, Мәсиһниң тәлиматини әкәлмисә, уни өз өйүңларда қобул қилмаңлар вә униң билән саламлашмаңлар. 11 Чүнки униң билән саламлашқан киши униң яман ишлириға шерик болиду.
12 Гәрчә мениңда силәргә ейтидиған сөзләр көп болсиму, силәрниң хошаллиғиңлар толуқ болуши үчүн, буни силәргә қәғәздә язғум кәлмәйду, бәлки силәргә келип, үзму-үз сөзлишишни үмүт қилимән.
13 Сизгә Худа таллиған қериндишиңизниң балилири салам ейтиватиду.