Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әфәсликләргә 6
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әфәсликләргә 6:1—24

Әфәсликләргә

6 Балилар, Рәббимизгә мувапиқ йосунда ата-анаңларни тиңшаңлар, чүнки бу һәққанийдур. 2 «Ата-анаңни һөрмәтлә» — бу вәдә билән берилгән биринчи вәсийәт. 3 Вәдә: «Саңа яхши болуши үчүн вә сән йәрдә узақ өмүр сүрүшиң үчүн»,— дәйду. 4 Силәрму, атилар, балилириңларни териктүрмәңлар, бәлки уларни Йәһва буйриғандәк, тәрбийиләңлар һәм нәсиһәт бериңлар.

5 Қуллар, йәрдики ғоҗайинлириңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк, қәлблириңларниң сәмимийлигидә қорқунуч һәм һөрмәт билән беқиниңлар. 6 Адәмләргә йеқиш үчүн интиливатқанлардәк, ташқи көрүнүш билән әмәс, бәлки Мәсиһниң қуллиридәк Худаниң ирадисини җан-дилиңлар билән орунлаңлар. 7 Силәр адәмләргә әмәс, бәлки Йәһваға хизмәт қилғандәк, изгү нийәтләр билән уларға хизмәт қилиңлар. 8 Шуни билиңларки, қул яки әркин болушидин қәтъий нәзәр, һәркимгә у қандақла яхшилиқ қилмисун, Йәһвадин яхшилиқ қайтурулиду. 9 Силәрму, ғоҗайинлар, попузиларни ташлап, қуллириңлар билән ейтилғандәк муамилә қилиңлар, чүнки силәр билисиләр, уларниң һәм силәрниң үстүңлардин асманда бир Ғоҗайин бар һәм У үз-хәтир қилмайду.

10 Хулләс, Худада һәм Униң күчиниң қудритидә чиниқиңлар. 11 Иблисниң қәстликлиригә қарши туралишиңлар үчүн, Худадин болған қуралларни тақаңлар. 12 Сәвәви, биз қан һәм тән билән әмәс, бәлки һөкүмәтләр, һакимийәтләр, мошу дунияниң қараңғулуғи билән буйруватқан һөкүмранлар, йәни асман чәклиридики вәһши роһий күчләр билән күрәшни жүргүзүватимиз. 13 Шуңлашқа силәр зулум күндә зәрбә берип, һәммә нәрсини вижданлиқ орунлап туруп қелишиңлар үчүн, Пәрвәрдигардин болған барлиқ қурал-ярақни кийиңлар.

14 Белиңларға һәқиқәт бәлбеғини бағлап, һәққанийлиқ савутини тақап, 15 айиғиңларға течлиқ һәққидики хуш хәвәрни вәз қилиш тәйярлиғини кийип туруңлар. 16 Әң авал етиқатниң йоған қалқинини елиңлар, униң билән силәр Явузниң барлиқ отлуқ оқлирини өчүрәләйсиләр. 17 Шундақла қутқузулуш дубулғисини кийиңлар һәм муқәддәс роһниң қиличини, йәни Худаниң Сөзини елиңлар. 18 Һәрқачан һәрқандақ илтиҗа һәм ялвурушта муқәддәс роһ билән дуа қилиңлар. Шуңа дайимлиқ һошияр болуп, һәммәйлән муқәддәсләр үчүн илтиҗаларни йәткүзүңлар. 19 Мәнму еғизимни ечип, сөз әркинлиги билән хуш хәвәрниң муқәддәс сирини йәткүзүшүм һәм маңа қорқумсизлиқ берилишигә мениң үчүнму дуа қилиңлар. 20 Муқәддәс сир үчүн мән зәнҗирләрдә әлчиниң вәзипилирини орунлаватимән. Хуш хәвәрни мән қандақ ейтишим керәк болса, шундақ батурларчә ейтай.

21 Мениң ишлирим қандақ болуватқанлиғи тоғрилиқ һәм мән немә билән шуғуллиниватқинимдин хәвәрдар болушуңлар үчүн, сөйүмлүк бурадәр һәм Һакимдар йолидики садиқ хизмәтчи Тихик силәргә ейтип бериду. 22 Силәрниң бизниң ишлиримиз һәққидә билишиңлар һәм у көңүллириңларға тәсәлли бериши үчүн, уни силәргә әвәтиватимән.

23 Қериндашларда хатирҗәмлик һәм меһир-муһәббәт етиқат билән Худа Атидин вә Һакимдар Әйса Мәсиһтин болғай. 24 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә меһир-муһәббити упримас болғанларниң һәммисигә мол меһирлик яр болғай!

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш