Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Тимотийға 1-хәт 5
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Тимотийға 1-хәт 5:1—25

Тимотийға 1-хәт

5 Яшанған кишини қәтъий тәнбиһлимә. Бәлки уни атаңдәк, яш әр кишиләрни ака-инилириңдәк, 2 яшанған аялларни анилириңдәк, яш аялларни — һәдә-сиңиллириң сүпитидә пүткүл паклиқ билән муамилә қилғин.

3 Тул аялларни, һәқиқий тул аялларни һөрмәтлә. 4 Әгәр тул аялниң балилири яки нәврилири болса, улар авал өз өйидә Худаға вападарлиқни көрситишкә үгәнсун. Ата-анилириға һәм шундақла бова-момилириға тегишлик әҗрини қайтурушни үгәнсун, чүнки бу иш Тәңримизгә яқиду. 5 Һәқиқий тул аял муһтаҗлиқта қелип, үмүтини Худаға бағлап, кечә-күндүз ялвуруш дуалирида болиду. 6 Лекин тән һөзүрлинишлиригә берилгән тул аял, гәрчә һаят болсиму, өлүктур. 7 Шуңлашқа улар әйипсиз болуши үчүн, мошуни кәлгүсидиму үгәткин. 8 Әгәр кимду-ким йеқинлириниң, болупму өз өйдикилириниң, еһтияҗлири һәққидә ғәмхорлуқ қилмиса, у етиқатидин ваз кәчкән, һәтта ишәнчиси йоқ адәмдинму яман болиду.

9 Тизимға 60 яштин кам әмәс, бир әрниң аяли болған тул аялни киргүзүш керәк. 10 Әгәр у балилирини яхши тәрбийилигән, меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәсләрниң аяқлирини жуйған, гадайларға ярдәм бәргән, җан-дили билән һәрхил яхши ишни қилған болуп, хәйрихаһлиғи үчүн яхши гувалиқ алған болуши керәк.

11 Яш тул аялларни болса, тизимға киргүзмә, чүнки уларниң җинсий һәвәслири қозғилип, Мәсиһ билән улар арисидики мунасивәтләргә тосқунлуқ қилғанда, улар турмушқа чиқишни халайду. 12 Буниң билән улар дәсләп көрсәткән етиқатиниң ипадисигә хилаплиқ қилғини үчүн, һөкүмгә тартилиду. 13 Униң үстигә, улар өйму-өй кезип, бекар жүрүшкә үгинип һәм пәқәт бекар жүрүпла қоймай, шундақла ғевәт қилип вә налайиқ сөзләрни ейтип, башқиларниң ишлириға чепилишқа адәтлиниду. 14 Шуңлашқа яш тул аялларниң турмушқа чиқип, балиларни туғуп, өй ишлири билән шуғуллинип, дүшмәнгә һақарәтләшкә сәвәп бәрмәслигини халаймән. 15 Чүнки бәзи тул аяллар чәтнәп, Шәйтанниң кәйнидин кәтти. 16 Әгәр мәсиһий аялниң тул қалған аял-туққанлири болса, җамаәткә еғирчилиғи чүшмәслиги үчүн, уларға ярдәм бәрсун. Шундақ болғанда җамаәт һәқиқий тул аялларға ярдәм көрситәләйду.

17 Җамаәтни яхши башқуридиған ақсақаллар, болупму нәсиһәт һәм тәлим бериштә чин дилидин әҗир сиңдүргәнләр, икки һәссә һөрмәткә сазавәр болсун. 18 Муқәддәс Язмиларда ейтилғинидәк: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини бағлима» вә «Ишчи өз һәққини елишқа мувапиқ». 19 Икки яки үч гувачиниң дәлили болмиғичә, ақсақалниң үстидин болған шикайәтни қобул қилма. 20 Гуна қиливатқанларни башқиларниңму қорқунучи болуши үчүн, һәммисиниң алдида паш қилғин. 21 Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә талланған пәриштиләрниң алдида алдин-ала вә үз-хәтирликтә қарар чиқармай, мошу көрсәтмиләргә әмәл қилишиңға пүткүл җиддийлиқ билән чақиримән.

22 Бирсиниң үстигә қоллириңни қоюшқа алдирап, башқиларниң гуналириға шерик болма, бәлки өзәңни пак тутқин.

23 Ашқазиниң һәм пат-пат ағришлириң сәвәвидин, буниңдин кейин пәқәтла су ичмә, бәлки азирақ шарапниму истимал қилғин.

24 Бирмунчә адәмләрниң гуналири һәммиси үчүн аян һәм уддул һөкүмгә апириду. Бәзиләрниң гуналири шундақла рошән болиду, бирақ кейинирәк. 25 Худди шуниңдәк, һәммиси үчүн яхши ишларму аян, һазирчә ашкарә әмәс яхши ишлар болса, йошурун болуп қалалмайду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш