Әфәсликләргә
1 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң әлчиси болған Паул — Әфәстә яшаватқан муқәддәсләргә һәм Мәсиһ Әйсадики садиқларға:
2 Атимиз Худадин вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһтин силәргә мол меһирлик һәм хатирҗәмлик болғай.
3 Бизни Мәсиһтә хилму-хил роһий бәрикәтләр билән асман чәклиридә бәрикәтлигән Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң Атиси Худа мәдһийиләнсун! 4 У бизгә меһир-муһәббәт көрситип, Өз алдида муқәддәс һәм әйипсиз болушимиз үчүн, дунияниң қурулушидин авал таллиди. 5 У хаһиши вә ирадиси бойичә бизни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушқа бәлгүлиди. 6 Өзиниң шәрәплик инайитидә мәдһийилинишигә буни У сөйүмлүги арқилиқ һиммәтләрчә бизгә һәдийә қилди. 7 Әйса арқилиқ униң қени васитисидә биздә азатлиниш моҗут — һә, Рәббимизниң мол меһирлигиниң байлиғидин бизниң қилмишлиримизға кәчүрүм бар.
8 У мол меһирликни бизгә пүткүл даналиқта вә сағлампикирликтә баяшәт берип, 9 Өз ирадисиниң муқәддәс сирини ечип бәрди. Бу сир У көңлигә пүккән хәйрихаһлиғиға мувапиқ болмақта. 10 Һәммини Мәсиһтә — асмандикиниму һәм йәрдикиниму — жиғип, бәлгүләнгән вақитларниң өтүши билән башқуруш үчүндур. Һә, униңда жиғишқа вә 11 Өз ирадиси бойичә барлиқ нәрсидә һәрикәт Қилғучиниң нийитигә маслашқан һалда алдин-ала бәлгүлинип, Мәсиһ билән бирликтә бизму мирасхорлар болуп тайинланған екәнмиз. 12 Пәрвәрдигарниң шан-шөһритини биз, Мәсиһкә дәсләпки болуп үмүтимизни артқанлар, хизмәт қилип мәдһийилишимиз үчүн. 13 Силәрму шундақла қутқузулушиңлар тоғрилиқ хуш хәвәрни — һәқиқәт сөзини аңлап, Мәсиһкә үмүтиңларни арттиңлар. Униң арқилиқ силәрму етиқатқа еришкәндин кейин, вәдиләнгән муқәддәс роһниң мөһри билән бәлгүләндиңлар. 14 Мөһүр Тәңриниң мүлки төләм арқилиқ азатлинип, Униң шанлиқ улуқлиниши үчүн, бизниң мирасимизниң капалити болуп хизмәт қилиду.
15 Шуңлашқа мәнму силәрниң Һакимдаримиз Әйсаға бағлиған етиқатиңларни вә униң муқәддәслири билән болған мунасивәтлириңларниң билдүрүлишини аңлап, 16 силәр үчүн тохтимай Худаға шүкүр ейтимән. Өз дуалиримда дайим силәрни әсләймән. 17 Тиләйдиғиним шуки, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң Рәбби һәм шөһрәтлик Атиси Өзи һәққидики тоғра билимдә даналиқ һәм аянлиқ роһини силәргә бәрсун. 18 Қандақ үмүткә У силәрни чақирғанлиғини, муқәддәсләргә мирасқа қандақ улуқ байлиқни сақлаватқанлиғини билишиңлар үчүн, қәлблириңларниң көзлирини йорутти. 19 Униң қудритиниң биздә, ишәнгәнләрдә, нәқәдәр тәңдашсиз бүйүклигини биләйли. Бу бүйүклүк Униң қудрәтлик күчиниң һәрикитигә мас: 20 У Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузди. 21 Йенида олтарғузғинида уни һәрқандақ һөкүмәттин, һакимийәттин, күчтин, һөкүмранлиқтин вә һәрқандақ исимдин бу дуниядила әмәс, бәлки кәлгүси дуниядиму хелила үстүн қойди. 22 Һәм барлиқ нәрсини униң аяқ астиға беқиндуруп, җамаәтниң пайдиси үчүн Әйсани һәммәйләнниң үстидин баш қилип қойди. 23 Җамаәт — Мәсиһниң тени, йәни һәммини һәммә җәһәттин толтурғучиниң толуқлиғидур.