Йәшая
2 Амозниң оғли Йәшаяниң Йәһудия вә Йерусалим тоғрисидики сөзи.
2 Ахирқи күнләрдә Йәһва өйи туридиған тағ
Тағларниң бешиға қоюлуп, дөңләрниң
Үстидин йүксилиду һәм униңға барлиқ
Хәлиқләр раван болиду.
3 Көплигән бүйүк хәлиқләр келип:
«Келиңлар, Йәһваниң теғиға, Яқупниң Худайиниң
Өйигә чиқайли. У бизгә йоллирини көрситиду вә
Униң йоллири билән жүримиз»,— дәйду.
Чүнки Сиондин қанун чиқиду
Вә Йәһваниң сөзи Йерусалимдин.
4 Шу чағда У хәлиқләрни сотлайду вә улар
Арисидики келишмәсликләрни йоқитиду.
Улар қиличлирини соқиларға,
Нәйзилирини оғақларға соқуветиду.
Хәлиқ хәлиқкә қилич көтәрмәйду вә
Улар һәтта урушишни үгәнмәйду.
5 Яқуп өйи, келиңлар!
Йәһваниң нурида жүрәйли.
6 Шундақ, Сән Өз хәлқиңни, Яқуп әвладини,
Рәт қилдиң, чүнки улар Шәриқниң адәтлиригә
Тошти. Улар филистиялиқлардәк җинкәшлик
Билән шуғуллинип, ятларниң оғуллири
Билән инақлиқта болмақта.
7 Уларниң йери күмүч билән алтунға толуп,
Ғәзнилири сансиз. Уларниң зимини атларға
Тошуп, җәң һарвуларниң ахири йоқ.
8 Шуңдақла дияри бутларға толуп-ташти.
Улар қоллириниң әсәрлиригә сәҗдә қилмақта.
9 Адәм балиси жиқилди вә өзини пәсәйтти.
Сән уларни кәчүрмәйсән.
10 Җүгә, ғарташниң йочуғида мөкүнгин яки
Тупрақтики орида Йәһваниң гүлдүрлигән
Ғәзивидин, Униң улуқ шөһритидин йошурунғин!
11 Шу чағда тәкәббурларниң көзлири төвәнгә қарайду
Вә кишиләрниң егиз нәрсиси пәсийиду, пәқәт
Бирдинбир Йәһва Тәңри ушбу күндә егиз болиду.
12 Мәзкүр күн — әскәрләр Сәрдари Йәһваниң күни.
У барлиқ мәғрур, һакавур нәрсиниң җәмигә
Келиду вә һәммә атақлиқ, етибар затниң
Нам-абройи төкүлиду:
13 Барчә егиз, Либанниң чирайлиқ кедрлири,
Башанниң һәммәйлән емәнлири,
14 Бүйүк тағлар вә йүксәк дөңләр,
15 Барлиқ егиз мунарлар вә
Қамдалған мустәһкәм тамлар,
16 Таршишниң бар кемилири вә һәрхил
Арманланған кемиләр.
17 Адимий йүксәклик жиқилип, һәшләргә чиққан
Инсаний көзқарашлар пәсийиду. Пәқәт Йәһва
Худа шу күни йеганә йүксәк болиду!
18 Һечнемә турмайдиған худалар изсиз йоқайду.
19 Адәмләр ташлиқ тағларниң өңкүрлиридә вә
Йәр астидики гәмиләрдә Йәһваниң гүлдүрас
Нәпритидин қечип йошуруниду. У йәрни
Силкиндүрүшкә турғанда, Униң бүйүк
Шан-шөһритини улар көтүрәлмәйду.
20 Мәзкүр күни инсанлар өзлириниң күмүч һәм
Алтун бутлирини ташлайду, хапичилиғидин
Өзлиригә ясиған илаһлирини тулум
Чашқанларға ташлап бериду.
21 Улар Йәһва йәрни тәврәткәндә, дир-дир
Титришип, тағларниң ғарташлириниң вә
Қияташлириниң төшүклиригә киривалиду.
22 Шуңлашқа бурнида нәпәси болған кишигә
Ишинишни тохтитиңлар! Сәвәви, шу вақитта
У немә қилалайду?