Салоникилиқларға 2-хәт
3 Ахирида, қериндашлар, Йәһваниң сөзи силәрдикидәк чапсан йейилип, мәдһийилиниши үчүн, биз һәққидә дуа қилиңлар. 2 Һәммисидила етиқат болмиғанлиғидин, хәтәр һәм явуз адәмләрдин бизниң қутулушимизни сораңлар. 3 Амма Һакимдаримиз садиқ һәм у силәрни мустәһкәмләп, Явуздин сақлайду. 4 Бизгә кәлсәк, Һакимдар йолида шуниңда ишәшликки, силәр биз буйруғанларни қилдиңлар һәм келәчәктиму қилисиләр. 5 Һакимдаримиз кәлгүсидиму силәрниң жүрәклириңларни Худаға болған меһир-муһәббәттә һәм Мәсиһ үчүн тәқабиллиқта утуқлуқ йетәклисун.
6 Қериндашлар, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң намидин силәргә интизамни бузуватқан вә биздин алған көрсәтмиләргә* риайә қилмайватқан һәрқандақ бурадәрдин өзәңларни нери тутушуңларни әскәртимиз. 7 Силәр өзәңларму бизгә қандақ тәқлит қилишни билисиләр, чүнки биз силәрдә интизамни бузудиғанлардәк болмидуқ, 8 һечкимниң ненини бекарға йемидуқ. Әксичә, һечкимгә көп хираҗәт билән еғирчилиқ салмаслиқ үчүн, кечә-күндүз әмгәктә һәм җапада болдуқ. 9 Һоқуқимизниң йоқлиғидин әмәс, бәлки силәрниң бизни доришиңлар үчүн, өзүмизни үлгә қилдуқ. 10 Биз силәр билән болған чағда мундақ буйруған едуқ: «Әгәр ким ишлигүси кәлмисә, у һәм йемисун». 11 Бирақ биз араңларда бәзиләрниң тәртипни бузуп, һеч ишлимәй, пәқәт башқиларниң ишлириға чепилип жүридиғанлиғини аңлаватимиз. 12 Шундақларға уларниң тинч ишләп, өз әмгиги билән тапқинини йәп яшишини Һакимдар Әйса Мәсиһ йолида нәсиһәт қилимиз һәм буйруймиз.
13 Силәр болсаңлар, бурадәрләр, дурус иш тутуп, һармаңлар. 14 Әгәр кимду-бирси ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайватқан болса, униң уюлуши үчүн, униң билән мунасивәтни үзүп, назарәткә елиңлар. 15 Бирақ уни дүшмән көрмәй, қериндаш сүпитидә нәсиһәт қилиңлар.
16 Хатирҗәмликниң Һакимдари өзи силәргә барлиқ нәрсидә хатирҗәмлик бәрсун. Һакимдар һәммиңлар билән биллә болғай.
17 Мана, мән Паулдин өз қолум билән язған салимим, у һәрбир хетимдә бәлгү болуп, хизмәт қилиду — мән шундақ язимән.
18 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһри һәммиңларға яр болсун!