Мәтта
11 Әйса 12 шагиртиға нәсиһәт беришни түгәткәндин кейин, у йәрдин башқа шәһәрләргиму тәлим бериш һәм вәз ейтиш үчүн қәдәм ташлиди.
2 Зинданда олтарған Йәһия Мәсиһниң ишлирини аңлап, өз шагиртлирини 3 униңдин сорашқа әвәтти: «Келишкә тегишлик болған Мәсиһ сәнму, яки биз башқисини күтүшимиз керәкму?» 4 Әйса уларға җававән: «Берип, көрүватқан вә аңлаватқиниңлар тоғрилиқ Йәһияға ейтиңлар: 5 қарғуларниң көзлири ечилмақта, токулар маңмақта, мохолар тазиланмақта, паңлар аңлимақта, өлгәнләр тирилмәктә, гадайларға хуш хәвәр йәткүзүлмәктә. 6 Мәндин путликашаңлиқ көрмигән киши бәхитликтур»,— деди.
7 Улар йолға чиққандин кейин, Әйса хәлиқкә Йәһия һәққидә мундақ деди: «Чөл-баяванға немә көрүмиз, дәп бардиңлар? Шамалдин лиңшип турған қомучниму? 8 У йәргә зади кимни көрүшкә барғандиңлар? Юмшақ, бай кийимгә кийингән адәмниму? Бирақ юмшақ кийимләргә кийингәнләр падиша сарайлирида болиду. 9 У вақитта у яққа немигә бардиңлар? Пәйғәмбәрни көргилиму? Мән силәргә ейтай, пәйғәмбәрдин хелила артуқ кишини. 10 Әйнә әшу тоғрилиқ мону сөзләр йезилған: “Мән сениң алдиңдин хәвәрчәмни әвәтимән. У саңа йолни алдин-ала тәйярлайду”. 11 Силәргә һәқни ейтиватимән, аяллардин туғулғанлар арисида Йәһия Чөмдүргүчидин артуғи туғулмиди, лекин асман Падишалиғидики әң әрзимәси униңдин артуқтур. 12 Йәһия Чөмдүргүчиниң күнлиридин башлап, асман Падишалиғи — адәмләр интиливатқан мәхсәт һәм барлиқ күчи билән интиливатқанлар униңға еришиватиду. 13 Чүнки һәммиси — һәм пәйғәмбәрләр һәм Тәврат қануни — Йәһияғичә бәшарәт қилған еди. 14 Әгәр буни қобул қилишни халисаңлар, Йәһия — “келишкә тегишлик болған Илиястур”. 15 Қулиғи бар, тиңшисун!
16 Бу әвлатни ким билән селиштурай? У базар мәйданида олтирип, биллә ойниған ағинилиригә мундақ вақираватқан балиларға охшайду: 17 “Биз силәргә нәй челип бәрсәк, силәр уссул ойнимидиңлар. Биз һөкүрәп жиғлисақму, силәр қайғуруп мәйдилириңларға урмидиңлар”. 18 Мана Йәһия кәлди, у йемәйду, ичмәйду, лекин адәмләр: “Униңда җин бар”,— дәйду. 19 Инсан Оғли кәлди, у йәйду, ичиду, лекин кишиләр йәнә: “Бу адәм опқан һәм һарақкәш, селиқчилар билән гунакарларниң дости”,— дәйду. Қандақла болмисун, даналиқниң һәққанийлиғи ишлири билән тәстиқлиниду».
20 Андин кейин, у өзи нурғунлиған қудрәтлик ишларни көрсәтсиму, лекин кишиләр товва қилмиған шәһәрләрни әйиплиди: 21 «Һалиңға вай, Қоразин! Һалиңға вай, Бәйтсайда! Әгәр силәрдә көрситилгән шу мөҗүзиләр Тир билән Сидонға көрситилгән болса, улар аллиқачан канапқа йөгинип вә күлгә милинип, товва қилған болатти. 22 Шуңа силәргә ейтайки: Сот күнидә Тир билән Сидонға силәргә қариғанда, йенигирәк болиду. 23 Сәнму, Кәпәрнаһум, асманғичә көтириләмсән? Сән қәбиргә* чүшисән! Сәвәви, сениңда қилинған қудрәтлик ишлар Садомда қилинған болса, у мошу вақитқичә моҗут болатти. 24 Шуңлашқа силәргә ейтимәнки, Сот күни Садом йеригә силәргә қариғанда, йенигирәк болиду».
25 Шу вақитта Әйса: «Ата, асман вә йәрниң Рәбби, Сени һәммәйлән алдида мәдһийиләймән, чүнки Сән буни данишмән һәм әқиллиқләрдин йошуруп, гөдәкләргә ечип бәрдиң! 26 Раст, Ата, чүнки Сән шундақ қилишни халидиң. 27 Атам маңа барлиқ нәрсини өткүзүп бәрди һәм Атамдин башқа һечким мениң тоғрилиқ барлиғини билмәйду һәм Оғлидин башқа һечким Атиси һәққидә барлиғини билмәйду. Пәқәт Оғли кимгә Атиси тоғрилиқ һәқиқәтни ечип бәргүси кәлсә, шула билиду. 28 Һәй, әмгәкчиләр һәм җапакәшләр, һәммиңлар маңа келиңлар һәм мән силәрниң һадуғиңларни чиқирай. 29 Мениң боюнтуруғумни өзәңларға елиңлар вә мениңдин үгиниңлар, чүнки мән жүригимдә мулайим һәм мөмүн, шу чағда җениңлар тәскинлик тапиду. 30 Сәвәви, боюнтуруғум қолайлиқ вә жүкүм йеник»,— деди.