Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Пәнд-нәсиһәтләр 6
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
  • 33
  • 34
  • 35
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Пәнд-нәсиһәтләр 6:1—35

Пәнд-нәсиһәтләр

6 Оғлум, әгәр сән бирси үчүн кепиллик

Бәрсәң, ят киши билән келишим түзсәң,

 2 У чағда сән өзәңни сөзлириң билән

Қапқанға чүшәрдиң, сөзүң үчүн тутулисән.

 3 Сән башқа кишиниң қолиға чүшкән

Болсаң, унда, оғлум, қутулуш үчүн

Монуни қил: тез у адәмгә берип,

Саңа ичини ағритишини ялвурғин.

 4 Көзүңдин уйқини қоғла вә һәтта үгдимә.

 5 Марал овчиниң вә қуш тутқучиниң

Қолидин қутулғинидәк қутулғин.

 6 Һорун, чүмүлигә берип, униң

Йоллириға беқип, дана бол.

 7 Униң үстидин йә башчиси, йә сотчиси,

Йә һакими йоқтур,

 8 Лекин у ненини язда тәйярлайду,

Ома вақта амбириға озуғини жиғиду.

 9 Һәй, һорун, қай ваққичә сән ятисән?

Қачанғичә уйқаңдин турмайсән?

 10 Кичиккинә ухлайсәну, бираз үгдәйсәну,

Бираз қоллириңни қоштуруп олтирисән:

 11 Шуниң билән, намратлиқ қарақчидәк

Йетип келиду вә муһтаҗлиқ булаңчидәк

Чапсанла һуҗумға өтиду.

 12 Ярамсиз, һарам адәм дайим алдайду,

 13 У көзлирини қисип, путлири һәм

Қоллири билән ишарәт қилиду.

 14 Униң жүриги бузулған, у һәр вақитта

Явузлуқ ойлап, бөлгүнчилик һасил қилиду.

 15 Шуңлашқа уни бирдәмдила һалакәт

Тапиду, у уштумтут вәйран

Болуп, дава тапалмайду.

 16 Мону алтә нәрсини Йәһва Худа

Өч көриду вә һәтта Униң көңлигә

Жиркиничлик йәттә нәрсә бардур:

 17 Тәкәббур көзләр, ялғанчи тил,

Бегуна қанни төкүдиған қоллар,

 18 Вәһши нийәтләрни ойлайдиған қәлб,

Яманлиқ қилишқа алдирайдиған путлар,

 19 Төһмәтчи, ялғанни ейтидиған гувачи

Вә қериндашлар арисида бөлгүнчилик

Һасил қилидиған киши.

 20 Оғлум, атаңниң мәслиһәтлирини

Йәрдә зади қалдурма.

 21 Мәңгүгә уларни жүригиңгә бағла,

Шундақла һәм бойнуңға есивал.

 22 Қәйәргиму бармисаң, сени башлайду,

Ухлашқа ятқанда, улар сени күзитиду,

Оханғиниңда, улар нәсиһәт бериду.

 23 Чүнки вәсийәт — чирақ, Қанун йоруқлуқтур вә

Җиддий нәсиһәт — һаятлиққа апиридиған йол.

 24 Улар сени яман аялдин, паһишәниң

Силиқ-сипайә тилидин қоғдайду.

 25 Қәлбиң униң гөзәллигигә қизиқмисун,

У кирпиклири билән сени алдавалмисун.

 26 Чүнки бузуқ аял сени намратлиққа

Әкелиду вә ят аялға җан билән төләйсән.

 27 Қандақларчә бирәви қойниға отни

Селип, көйнигини көйдүрвалмайду?

 28 Кимду-бирси көйүватқан чоғларда меңип,

Путлирини көйдүрмәй қалиду?

 29 Шуниңдәкла йенидикиниң аяли билән

Чаташқан киши нәқ шундақ болиду.

Ким униңға тәгсә, җазасиз қалмайду.

 30 Әгәр оғри, гәрчә ач болуп, оғрилиқ

Қилса, һәтта униму айимайду.

 31 Бирақ тутулғинида у йәттә һәссә

Көпирәк қайтуруп, өйиниң баһалиқ

Затлирини берип, төләйду.

 32 Ятниң аяли билән вапасизлиқ қилған әркиши

Вижданидин мәһрум болғандур.

Ким бу ишни қилса, у өзини өлүмгә

Тутуп бәргән болиду.

 33 Уни пәқәт азап-соқуш вә мәсхирә күтиду.

Униң ушбу шәрмәндилиги

Әсирләр бойи унтулмайду.

 34 Сәвәви, ериниң қизғиниши оттәктур.

У өч алғанда, ич ағритмайду.

 35 У һечбир төләмни қобул қилмайду

Вә қанчә соғиларни бәрсиму,

Һәргиз әнди еримайду.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш