Әлчиләр
19 Аполлос Коринтта болған вақитта Паул дөләтниң ички өлкилирини өтүп, Әфәскә келип, бәзибир шагиртларни тапти. 2 У улардин: «Етиқатчилар болғанда муқәддәс роһни алдиңларму?»— дәп сориди. Улар җававән: «Биз һәтта муқәддәс роһ тоғрисида һечнәрсә аңлимидуқ»,— деди. 3 Паул: «У чағда силәр қандақ чөмдүрүлдиңлар?»— дәп сориди. Улар: «Йәһияниң чөмдүрүлүши билән»,— дейишти. 4 У уларға: «Арқисидин келиватқан киши, йәни Әйсаға ишиниңлар дәп, Йәһия хәлиқниң товва қилиш бәлгүси ретидә чөмдүргән еди»,— деди. 5 Буни аңлап, улар Һакимдаримиз Әйсаниң исмиға чөмдүрүлди. 6 Паул уларға қоллирини қойғанда, муқәддәс роһ чүшүп, улар һәрхил тилларда сөзләшкә һәм бәшарәт ейтишқа башлиди. 7 Уларниң сани 12 адәм еди.
8 Үч ай давамида Паул йәһудий ибадәтханиға кирип, Худа Падишалиғиниң мәнпиити үчүн ишинәрлик испатларни кәлтүрүп, җасурларчә нутуқларни ейтти. 9 Лекин бирмунчилири көпчиликниң алдида қәһәрлишип, Йолни һақарәтләп ишәнмәй кәткәндә, у уларни ташлап һәм шагиртларни бөлүвелип, Тиранниң мәктивидә һәр күни нутуқларни сөзлиди. 10 Бу һаләт икки жил давамлашти, шуңлашқа Асияниң пүткүл турғунлири: һәм йәһудийлар, һәм греклар Һакимдаримизниң сөзини аңлиди.
11 Рәббимиз болса, Паулниң қоллири билән әҗайип қудрәтлик ишларни көрсәтти. 12 Һәтта униң қол яғлиқлири һәм пәртуғини бемарларға әкәлгәндә, кесәллири сақийип вә зулум роһлар улардин чиқип кетәтти. 13 Шундақла җинларни һайдап жүргән сәргәрдан йәһудийларниң бәзилири зулум роһлар чирмавалғанларниң үстидин Һакимдаримиз Әйсаниң исмини: «Паул вәз қиливатқан Әйсаниң исми билән силәргә буйруватимән»,— дәп чақиришқа урунди. 14 Шундақ ишни йәһудий чоң роһаний Скеваниң йәттә оғли қилди. 15 Амма зулум роһ уларға: «Әйсани билимән, Паулму маңа тонуш, һә, силәрчу кимкән шунчилик?»— деди җававән. 16 Шу чағда зулум роһ чирмавалған адәм уларға етилип, һәммисини бит-чит қилди, шуниң билән улар яридар һәм ялиңач шу өйдин аран қечип чиқти. 17 Бу вақиә Әфәстә яшаватқан барлиқ йәһудий вә грекларға мәлум болди. Уларниң барлиғини қорқунуч басти вә Һакимдаримиз Әйсаниң исми улуқланди. 18 Етиқатчи болғанларниң көплири келип, гуналирини иқрар қилип, өз ишлири һәққидә очуқ ейтишти. 19 Сехир-җодигәрлик билән шуғулланғанларниң бәк нурғуни өз китаплирини жиғип, һәммисиниң көзичә уларни көйдүрүвәтти. Уларниң баһалирини қошқанда, 50 000 күмүч тәңгә болуп чиқти. 20 Шундақ қилип, Йәһваниң сөзи қудрәтлик тарқилип, ғалибә қазанди.
21 Бу вақиәләрниң аяқлишиши билән, Паул Македонийә вә Ахаяни өтүп болғандин кейин, Йерусалимға беришни өз роһида қарар қилип: «У йәрдә болғандин кейин Римниму көрүшүм керәк»,— деди. 22 Шуңлашқа у Македонийәгә икки ярдәмчиси Тимотий һәм Ерастни әвәтип, өзи вақитлиқчә Асияда туруп қалди.
23 Шу вақитта Йол сәвәвидин хелила йоған исиян көтирилди. 24 Димитрий исимлиқ, күмүч ишларниң устиси болған бир киши, Артемида бутханисиниң кичиккинә үлгилирини күмүчтин ясап, зәргәрләргә нурғун кирим әкеләтти. 25 Һүнәрвәнләрни һәм уларниң ишчилирини жиғип, у: «Бу иштин силәрниң гүллинишиңлар бағлиқ екәнлигини убдан билисиләр. 26 Шуниму силәр көрүп аңлаватисиләрки, Әфәстила әмәс, бәлки пүткүл Асияда дегидәк мону Паул наһайити көп адәмләрни ишәндүрүп, қол билән ясиғанлар илаһлар әмәс, дәп башқа пикиргә елип кәлди. 27 Һәм хәтәр шуниңдики, бизниң кәспимиз яман атақта қелишила әмәс, бәлки улуқ илаһимиз Артемиданиң ибадәтханисини һечким көзгә илмайду вә униң пүткүл Асия һәм йәр-зимин тиз пүккән улуқлиғи йеқинда ахириға келиду!»— деди. 28 Буни аңлап һәм ғәзәпкә толуп, улар: «Әфәслик Артемида улуқ!»— дәп вақирашқа башлиди.
29 Шу заман пүтүн шәһәрдә опулаң-топулаң башлинип, барлиғи бирликтә өзлири билән Гай һәм Аристархни, Паулниң македонлуқ йолдашлирини сөрәп, амфитеатрға жүгриди. 30 Паул хәлиқниң ичигә кирәй девиди, бирақ шагиртлар униңға рухсәт қилмиди. 31 Һәтта униң билән яхши мунасивәттә болған мәйрәмләр һәм оюнлар тәшкилатчилириниң бәзилири униңға адәм әвәтип, өзини театрда ховуплуққа дуч кәлтүрмәслиги һәққидә өтүнди. 32 Шу арида бирлири бирни дәп, йәнә бирлири башқини дәп чуқурашти, чүнки жиғилғанларниң арисида ваң-чуң болуп, көпчилиги немә үчүн жиғилғанлиғиниму билмәтти. 33 Шу вақитта йәһудийлар иштирип чиқарған Искәндәр қоли билән шәрәт қилип, хәлиқниң алдида қоғданмақчи болди. 34 Бирақ униң еврей екәнлигини чүшинип, һәммиси бир авазда икки саатқа йеқин: «Әфәслик Артемида улуқ!»— дәп вақирап-җақирашти.
35 Ахири топни течландуруп, шәһәрниң башчиси: «Һәй, әфәсликләр, шәһиримиз улуқ Артемида ибадәтханисиниң һәм асмандин чүшкән һәйкилиниң пасибани екәнлигини ким билмәйду? 36 Бу талашсиз нәрсә болғанлиқтин, силәр хатирҗәмлик сақлишиңлар керәк һәм алдираш иш қилмаңлар. 37 Силәр бу адәмләрни елип кәпсиләр, лекин улар ибадәтханиниму оғрилимапту, йә илаһимизниму һақарәтлимәпту. 38 Шуңлашқа, әгәр Димитрийниң һәм шуниң билән зәргәрләрниң уларға қарши бир иши болса, униң үчүн һөкүм күнлири һәм проконсуллар бар, бир-бирини шу йәрдә әйиплисун. 39 Әгәр башқа бир нәрсини издисәңлар, қанунлуқ турдә чақирилған жиғинда қарар қилиниду. 40 Чүнки шундақ хәтәрлик барки, бүгүн йүз бәргән нәрсә үчүн бизни исиянға чақирди, дәп әйиплиши мүмкин һәм биздә ақлиниш үчүн һечқандақ сәвәп йоқ»,— деди. 41 Бу сөзләрни дәп, у топни тарқитивәтти.