Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Әлчиләр 17
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
  • 27
  • 28
  • 29
  • 30
  • 31
  • 32
  • 33
  • 34
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Әлчиләр 17:1—34

Әлчиләр

17 Амфиполис һәм Аполлониядин өтүп, улар йәһудийларниң ибадәтханиси бар Салоникиға кәлди. 2 Паул адити бойичә ибадәтханиға кирип, Муқәддәс Язмилар асасида үч шәнбә уда улар билән музакирә қилди. 3 Язмилардин дәлилләрни кәлтүрүп, Мәсиһниң азап чекип, өлүмдин тирилиши керәклиги һәққидә чүшәндүрүп, мундақ деди: «Мән силәргә җакалаватқан Әйса — шу Мәсиһ болиду». 4 Уларниң бәзибирлири, шундақла Худаға ибадәт қилған интайин нурғун греклар һәм көплигән абройлуқ аяллар ишинип, Паул һәм Силасқа қошулди.

5 Бирақ көрәлмәсликкә толған йәһудийлар базар мәйданидики бекартәләпләрдин бирмунчә вәһший адәмләрни алғач топни жиғип, шәһәрдә ваң-чуң көтәрди. Улар Ясонниң өйигә һуҗум қилип, Паул билән Силасни топниң алдиға елип чиқмақчи болди. 6 Лекин уларни тапалмай, Ясонни һәм бәзибир бурадәрләрни шәһәрниң башлиқлириға сөрәп апирип: «Пүткүл зиминни тери-перәң қилған бу адәмләр әнди бу йәргиму йетип кәпту 7 һәм Ясон уларға меһмандостлуқ көрсәтти! Буларниң барлиғи қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқип, башқа падиша Әйса бар дәйду»,— дейишти. 8 Шундақ қилип, улар буни аңлиған топни һәм шәһәр башлиқлирини ғиж-ғажға салди. 9 Улар Ясондин вә башқилиридин йетәрлик капаләт пул елип, андинла қоювәтти.

10 Шу кечидила бурадәрләр Паул һәм Силасни Берия шәһиригә әвәтивәтти. У йәргә келип, улар йәһудийлар ибадәтханисиға кирди. 11 Бу йәрдикиләрниң көзқарашлири салоникилиқларға қариғанда хелила алийҗанап еди һәм улар сөзни әҗайип қизғинлиқ билән қарши елип, һәқиқәтән шундақ екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни синчилап тәкшүрди. 12 Шуңлашқа уларниң көплири, шундақла нурғунлиған һөрмәтлик грек аяллар һәм әрләрниң бирмунчилири Әйсаниң избасарлири болди. 13 Салоникидики йәһудийлар Рәббниң сөзини Паул билән Силас Бериядиму җакалиғинини билип қалған чағда, топқа сөз үгитип қутритиш үчүн, улар шу йәргә кәлди. 14 Шу вақитта бурадәрләр дәрру Паулни деңиз бойиға әвәтти, Силас һәм Тимотий болса, шу йәрдә қалди. 15 Паулни узатқанлар уни Афиниғичә апирип вә Силас һәм Тимотийға униң йениға тезирәк йетип келиш әмрини елип, йолға чиқти.

16 Паул уларни Афинида күтүватқанда, у шәһәрниң бутларға толғинини көрүп, роһи қайниди. 17 У йәһудиларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә Худаға ибадәт қилидиған башқа адәмләр билән һәм һәр күни базар мәйданида униңға учрашқанлар билән мулаһизә қилди. 18 Лекин эпикурчи вә стоик пәлсәпичиләрниң бәзилири униң билән бәс-муназиригә чүшти вә бирлири: «Бу мәмәдан немә демәкчи?»— десә, башқилири: «У ят худаларниң вәзичиси охшайду»,— дейишти. Сәвәви, у Әйса һәққидә һәм тирилиш тоғрисида хуш хәвәрни җақалавататти. 19 Шу чағда улар уни Ареопагқа апирип: «Сән ейтиватқан йеңи тәлимат тоғрисида билишкә боламду? 20 Сән бизниң қулиғимиз үчүн ғәлитә сөзләрни ейтиватисән, шуңлашқа биз булар немә билдүридиғинини билгүмиз келиду»,— дейишти. 21 Барлиқ афинилиқлар һәм у йәрдә яшаватқан ят кишиләр барчә бош вақтини бир йеңи нәрсини аңлаш яки ейтиш үчүн сәрип қилатти. 22 Шунда Паул Ареопагниң оттурисида туруп, мундақ деди:

«Афинилиқлар! Байқишимчә, силәр һәммә тәрәптин худалардин башқилардин көрә, артуғирақ қорқисиләркән. 23 Мәсилән, силәрниң муқәддәс җайлириңларни қараветип, “Намәлум Худаға” дәп йезилған қурбангаһни көрдүм. Шуңлашқа силәр тонумай туруп, садиқлиқ билән һөрмәтлигән шу Худа һәққидә мән силәргә хәвәрләй. 24 Дунияни һәм униңдики барлиқ нәрсини яратқан Худа — У асман һәм йәрниң Егисидур вә қол билән ясалған ибадәтханиларда яшимайду. 25 У бир нәрсигә муһтаҗ екәндәк, инсан қоллири Униңға хизмәт қилмайду, чүнки У Өзи һәммигә һәм һаятлиқ, һәм нәпәс, һәм барлиқ нәрсини бәрмәктә. 26 Бир адәмдин У һәрқандақ хәлиқләрни йәр йүзидә яшиши үчүн, бәрпа қилди. У бәлгүлүк вақитларни һәм инсанлар яшап турған җайлириниң чегарилирини ениқлап қойди. 27 Гәрчә У һәрқайсимиздин жирақ болмисиму, адәмләрниң әстаидил Худани издишини, Уни сезишини һәм тепишини халайду. 28 Силәрниң шаирлириңлардин бәзилири ейтқандәк: “Биз һәммимиз — Униң әвлади”, чүнки биз Униң арқисида һәм яшаймиз, һәм һәрикәт қилимиз, һәм моҗутмиз.

29 Демәк, Худаниң әвладидәк, биз Худа инсанниң әқли һәм устилиғи билән алтундин, күмүчтин яки таштин ясалған сәнъәт әсәригә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк. 30 Тәңри кишиләрниң мошундақ билимсиз дәвирлиригә йол қойған болсиму, бирақ әнди барлиқ җайдики адәмләргә товва қилишни буйруватиду. 31 Сәвәви, У Өзи тайинлиған инсанни өлүмдин тирилдүрүп, шундақларчә һәммәйләнгә испат бәргәч, адәмзатни униң арқилиқ һәққанийчә сот қилиш күнини бәлгүләп қойди».

32 Өлгәнләрниң тирилишини аңлап, бирлири уни мәсхирә қилишқа башлиди, башқилири болса: «Бу тоғрисида сени кейинки қетим тиңшайли»,— дейишти. 33 Шуниң билән, Паул уларниң арисидин чиқип кәтти. 34 Бирақ бәзибирлири униңға қошулуп, уларниң арисида Ареопагта қази болған Дионисий, Дамар исимлиқ аял һәм улар билән йәнә башқилириму етиқатчилар болди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш