Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Галатилиқларға 5
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
  • 22
  • 23
  • 24
  • 25
  • 26
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Галатилиқларға 5:1—26

Галатилиқларға

5 Дәл мошу әркинлик үчүн бизни Мәсиһ азат қилди. Шуңа чиң туруп, қайтидин қуллуқ боюнтуруғи астида болуп қалмаңлар.

2 Мана, мән Паул силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қилинсаңлар, у чағда Мәсиһтин силәргә һечқандақ пайда болмайду. 3 Униңдин ташқири, хәтнидин өткән һәрқандақ кишигә мән яңливаштин гувалиқ қилимәнки, у пүткүл Тәврат қанунини орунлиши шәрт. 4 Қанун васитиси арқилиқ һәққаний дәп атилишқа интилғанлар Мәсиһтин бөлүндиңлар. Униң мол меһирлигидин айрилип қалдиңлар. 5 Биз болсақ, муқәддәс роһ арқилиқ етиқаттин келидиған арзулуқ һәққанийлиқни тақәтсизлик вә үмүт билән күтмәктимиз. 6 Мәсиһ Әйсада йә хәтнә қилиш, йә хәтнә қилмаш әһмийәтлик әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадилиниватқан етиқатла әһмийәткә егә.

7 Силәр убдан жүгригән едиңлар. Һәқиқәткә итаәт қилишни давамлаштурушқа ким силәргә кашила қилди? 8 Бундақ көзқарашлар силәрни Чақирғучидин әмәс! 9 Азирақ хемиртуруч пүткүл хемирни болдуриду. 10 Мән Рәббимиз билән бирликтә болғанларда ишәшликмән, силәр башқичә ойда болмайсиләр, лекин силәргә қийинчилиқ туғдуруватқанлар, ким болушидин қәтъий нәзәр, чоқум сотқа тартилиду. 11 Маңа кәлсәк, бурадәрләр, әгәр мән бурунқидәкла хәтнә қилишни вәз қилған болсам, ундақта мени немә үчүн тәқипләтти? Чүнки у чағда Мәсиһниң азап түвриги путликашаң теши болматти. 12 Силәрни гуманға селиватқан бу адәмләр һәтта өзлирини пичивәтсун!

13 Силәр, қериндашлар, азатлиққа чақирилдиңлар, пәқәт бу азатлиқни тәнниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн ишләтмәңлар. Әксичә, қуллардәк бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилиңлар. 14 Пүткүл Қанун бир вәсийәттә ипадиләнгән, ениғирағи: «йениңдики кишини өзәңдәк сөйгин». 15 Лекин, әгәр бир-бириңларни ғаҗилап йесәңлар, байқаңлар, бир-бириңларни уҗуқтуруп қоймаңлар.

16 Силәргә ейтимән: роһ бойичә иш қилиңлар, шу вақитта силәр һечқандақ тән һәвәслирини орунлимайсиләр. 17 Тән өз һәвәслири билән роһқа қарши, роһ — тәнгә қарши. Улар бир-биригә қариму-қаршидур, нәтиҗидә — халиғиниңларни қилмайсиләр. 18 Әгәр силәр муқәддәс роһ билән йетәкләнсәңлар, силәр Тәврат қануниниң һөкүми астида әмәссиләр.

19 Тәнниң ишлири рошән: бу — җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, 20 бутпәрәслик, җинкәшлик, дүшмәнлик, җедәлләр, қизғанчуқлуқ, дәрғәзәпләр, урушқақлиқ, бөлгүнчилик, мәзһәпчилик, 21 көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәтләр вә шуниңдәк ишлар. Бундақ ишлар тоғрилиқ бурун әскәрткинимдәк агаһландуримән, мундақ иш қилғучилар Худаниң Падишалиғиға варис болмайду.

22 Муқәддәс роһниң мевиси болса: бу — меһир-муһәббәт, хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, һиммәтлик, етиқат, 23 юмшақлиқ, өзини тутуш. Буниң һәммисигә қарши һечқандақ қанун йоқ. 24 Униңдин башқа, Мәсиһ Әйсаға мәнсүпләр гунакар тәнни униң хумарлири һәм һәвәслири билән түврүккә миқлиди.

25 Әгәр биз роһ йетәкчилигидә яшисақ, у чағда келиңлар, шуниңға мувапиқ кәлгүсидиму жүрәйли. 26 Шөһрәтпәрәс болмайли, бир-биримизни риқабәтчиликкә иштәрмәйли вә бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш