Вәһий
17 Андин қоллирида йәттә қача тутқан йәттә пәриштиниң бири йенимға келип, мундақ деди: «Мән саңа нурғун суларда олтарған мәшһур паһишә үстидин болудиған сотни көрситимән. 2 Униң билән йәрниң падишалири һәдиддин зиядә зина қилишти вә униң бузуқчилиқ шаравидин йәрдә яшиғучилар мәс болушти».
3 У мени роһниң васитиси арқилиқ чөлгә елип кәтти. У йәрдә Тәңригә қарши күпүрлүк исимларға толған вә йәттә баш билән он мүңгүзи бар қизил һайванда олтарған аялни көрдүм. 4 Аял сөсүн вә тоқ қизил тонға кийингән еди вә алтун, қиммәтбаһалиқ ташлар һәм мәрвайитлар билән зенәтләнгән. У қолида алтун қәдәһни тутқанди, униң ичи болса, паһишивазлиғиниң жиркиничликлиригә вә мәйнәтчиликлиригә толғанди. 5 Униң маңлийида сирлиқ исим: «Йәрдики жиркиничликләрниң вә паһишиләрниң аниси Бүйүк Бабил» йезилған еди. 6 У аял муқәддәсләрниң вә Әйса гувачилириниң қенидин мәс екәнлигини көрдүм.
Уни көрүп, һаң-таң болдум. 7 Пәриштә маңа: «Немигә һаң-таң болуватисән? Мән саңа бу аялниң вә уни өзигә мингүзгән йәттә башлиқ һәм он мүңгүзлүк һайванниң сирини ечип берәй. 8 Сән көргән һайван бар болғанди, кейин йоқиди, лекин йеқин арида һаңдин чиқип, андин уҗуқтурулиду. Бу һайванниң бар болуп, йоқилип, андин пәйда болушини көргән йәрдә яшиғучилар һәйран қелип, зоқлиниду. Уларниң исимлири дуния яритилишидин тартип йезиливатқан һаят түртигигә киргүзүлмәйду.
9 Буниң үчүн даналиқ керәк: аял олтарған йәттә баш йәттә тағни билдүриду. 10 Шундақла улар йәттә падишаниму билдүриду: бәши ғулиди, бири бар, келәркиси техи кәлмиди, лекин кәлгән чағда, у узақ вақит болмайду. 11 Бар болуп, йоқап кәткән һайван — һәм сәккизинчи падиша, у йәттисидин чиққан болуп, андин һалак қилиниду.
12 Сән көргән он мүңгүз — техи падишалиқни алмиған он падишани билдүриду. Улар падишалиқ һакимийәтни һайван билән һөкүмранлиқ қилишқа пәқәт бир саатқила алиду. 13 Улар бир умумий мәхсәтни көзләп, шу сәвәптин өз қудритини вә һакимийитини һайванға бериду. 14 Улар Қозиға қарши җәң қилиду, амма Қоза ғалибә қазиниду, чүнки у һакимларниң Һакимдари һәм падишаларниң Падишаси! Униң билән биллә чақирилғанлар, талланғанлар һәм садиқлар ғалибә қазиниду»,— деди.
15 Шундақла у маңа: «Паһишә олтарған сулар хәлиқләрни, аммиларни вә һәрхил тилларда сөзләйдиған милләтләрни билдүриду. 16 Сән көргән он мүңгүз вә һайван паһишәгә нәпрәтлинип, уни вәйран қилип, ялиңач қалдуриду. Улар униң әтлирини йәп, уни отта көйдүрүветиду. 17 Чүнки Худа уларниң қәлблиригә Униң пикрини, йәни уларниң бир ойини әмәлгә ашурушни салиду: Худаниң сөзлири орунланмиғичә, уларниң падишалиғини һайванға бериветишни әмәлгә ашуриду. 18 Сән көргән аял — бу йәр падишалириниң үстидин һөкүмранлиқ қиливатқан бүйүк шәһәр»,— деди.