Әлчиләр
16 Шундақ қилип, у Дәрбәгә, андин Листраға кәлди. Шу йәрдә Тимотий исимлиқ бир шагирт бар еди. У етиқатлиқ йәһудий аялниң оғли болған, униң атиси болса, грек еди. 2 У тоғрисида Листрадики һәм Иконийдики бурадәрләр яхши инкас қилди, 3 шуңа Паул униң һәмра болушини халап, өзи билән биллә елип кәтти, лекин авал йәһудийлар сәвәвидин, уни хәтнә қилди, чүнки у җайда яшиған барлиқ йәһудийлар униң атисиниң грек екәнлигини биләтти. 4 Шәһәрләрдин өткәч, улар Йерусалимдики әлчиләр һәм ақсақалларниң әмәл қилишқа тегишлик қарарлирини йәткүзәтти. 5 Шуниң арқисидин җамаәтләр күндин күнгә көпийип, етиқатта мустәһкәмләнди.
6 Улар Фригия һәм Галатия өлкилиридин өтүп кәтти, чүнки муқәддәс роһ Асияда хуш хәвәрни ейтишни мәнъий қилди. 7 Андин Мисияға йәткәндә, улар Битинияға бармақчи болди, лекин Әйса муқәддәс роһ арқилиқ уларға рухсәт қилмиди. 8 Мисиядин өтүп, улар Троасқа кәлди. 9 Түндә Паул вәһий көрди, македонийәлик бир киши алдида туруп, ялвурғач: «Македонийәгә келип, бизгә ярдәм қилғина»,— деди. 10 Бу аянни у көргәндин кейин биз дәрру Македонийәгә өтүшкә тириштуқ, чүнки Пәрвәрдигаримиз бизни уларға хуш хәвәрни җакалашқа чақиртти, дәп чүшәндуқ.
11 Шуниң үчүн биз Троастин деңизға чиқтуқ һәм уддулдики Семадирәткә үзүп кәлдуқ, әтиси болса Неаполисқа. 12 Шу җайдин Македонийә вилайитиниң асасий шәһири вә Римниң қаримиғидики Филипиға үзүп кәлдуқ. Бу шәһәрдә тохтап, бирнәччә күн өткүздуқ. 13 Шәнбә күни биз дәрвазиниң сиртидики дәрияға, шу җайда дуа қилиш үчүн орун бар, дәп ойлап чиқтуқ вә шу йәрдә жиғилған аяллар билән сөзләштуқ. 14 Тиятира шәһиридики сөсүн рәхт содиси билән шуғуллинидиған, Худаға ибадәт қилидиған Лидия исимлиқ бир аял тиңшиди һәм Паул ейтқан нәрсиләрни қобул қилиши үчүн, Йәһва униң жүригини ачти. 15 У вә униң өй ичидикилири чөмдүрүштин өткәндин кейин, у дайимий ялвуруп: «Әгәр силәр мени Йәһваға садиқ дәп һесаплисаңлар, мениң өйүмгә кирип туруңлар»,— деди. Шундақ дәп, бизни қайил қилди.
16 Дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бизгә җинниң роһи бар бир хизмәткар палчи қиз учрашти. У келәчәк һәққидә пал ечип, ғоҗайинлириға көп кирим әкеләтти. 17 У Паул һәм бизниң кәйнимиздин әгишип: «Бу кишиләр — Әң Алий Һөкүмранниң қуллири, улар силәргә қутқузулуш йолини хәвәрләватиду!»— дәп вақиратти. 18 Буни у қиз нурғун күн давамида қилди. Паулни ахири бу иш зериктүргәндә, у бурулуп, җинға: «Әйса Мәсиһниң исми билән униңдин чиқип кетишиңни буйримән!»— деди. Һәм роһ шу мәзгилдила чиқип кәтти.
19 Қизниң ғоҗайинлири киримгә үмүтини жүтәргәндә, Паул һәм Силасни тутувелип, базар мәйданидики башлиқларниң алдиға сөрәп келишти. 20 Уларни пухралар мәмурлириға әкәлгәндә: «Бу кишиләр шәһиримизниң тиничлиғини бузуватиду. Улар йәһудийлар 21 вә бизгә, римлиқларға, йә қобул қилишқа, йә әмәл қилишқа болмайдиған урпи-адәтләрни вәз қиливатиду»,— дейишти. 22 Шу чағда хәлиқ уларға қарши чиқип, башчилар уларниң сиртқи кийимлирини жулуп, чивиқ билән урушни буйриди. 23 Уларни қаттиқ чивиқдап, зинданға ташлап, күзәтчигә уларға мәккәм қарашни җекилиди. 24 Мундақ буйруқни елип, күзәтчи уларни ички зинданға ташлап, аяқлирини кишәнлиди.
25 Йерим кечидә Паул һәм Силас дуа қилғач Худани мәдһийиләп, һәмдусәна ейтишти һәм мәһбуслар уларни аңлатти. 26 Шу мәзгилдә йәр қаттиқ силкинди, һәтта зинданниң һули тәвринип кәтти. Шу ан барлиқ ишикләр ечилип, һәммисидики кишәнләр чүшүп кәтти. 27 Күзәтчи охинип һәм зиндан ишиклириниң очуқлиғини көрүп, мәһбусларни қечип кәтти дәп ойлап, қиличини чиқирип, өзини өлтүрмәкчи болди. 28 Лекин Паул униңға қаттиқ авазда: «Җениңға қәст қилма, биз һәммимиз мошу җайда!»— дәп вақириди. 29 Күзәтчи мәшъәлни сорап, ичкиригә жүгрәп кирип, Паул һәм Силасниң алдиға титрәп жиқилди. 30 Уларни сиртқа чиқирип: «Тәхсирләр, қутқузулуш үчүн немә килишим керәк?»— дәп сориди. 31 Улар җававән: «Һакимдаримиз Әйсаға ишәнгин, шунда сән вә өй ичиң қутқузулиду»,— деди. 32 Һәм Йәһваниң сөзини униңға вә униң өйидики барлиғиға ейтти. 33 Күзәтчи уларни шу түн вақтида өзиниң өйигә апирип, җараһәтлирини жуйди. Кечиктүрмәй өзи вә өй ичи чөмдүрүштин өтти. 34 Өйигә әкелип, у улар үчүн дәстихан яйди һәм барлиқ өй әзалири билән Худаға ишәнгинигә бәк хошал болди.
35 Күн йоруғанда, пухра мәмурлири хизмәтчилирини әвәтип: «Әву адәмләрни азат қилиңлар»,— деди. 36 Зиндан күзәтчиси уларниң сөзлирини Паулға йәткүзүп: «Иккиңларни азат қилиш үчүн, башчилар адәм әвәтипту. Шуңлашқа чиқип, течлиқ билән меңиңлар»,— деди. 37 Амма Паул уларға: «Улар һәммисиниң көзичә бизни, римлиқларни, сотсиз уруп, зинданға ташлиған еди, әнди болса бизни йошурун қоғлимақчиму? Яқ! Өзлири келип, бизни елип чиқсун»,— деди. 38 Хизмәтчиләр бу сөзләрни башчиларға йәткүзди һәм улар буларниң римлиқлар екәнлигини аңлап, қорқушуп кәтти. 39 Шуниң билән улар берип, кәчүрүм сорап ялвурди һәм уларни чиқарғандин кейин, шәһәрдин кетишини илтимас қилди. 40 Лекин улар зиндандин чиқип, Лидияниң өйигә барди һәм қериндашларни көрүп, уларни қувәтләп, андин йолға атланди.