Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Ибранийларға 3
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Ибранийларға 3:1—19

Ибранийларға

3 Демәк, муқәддәс қериндашлар — асман чақириғиниң иштракчилири, әлчи вә башроһаний Әйса һәққидә ойлиниңлар. 2 Муса Худаға пүткүл өйидә садиқ болғандәк, уму уни хизмәтқә Бәлгүлигәнгә садиқтур. 3 Һәм өйниң өзидин көрә, уни салғучи көпирәк шәрәпкә егә болғинидәк, Әйса Мусадин бүйүгирәк шөһрәткә сазавәр. 4 Шубһисизки, һәрқандақ өйни бирси бәрпа қилғинидәк, һәммә нәрсини бәрпа қилған — Худадур. 5 Муса Униң өйидә хизмәткардәк садиқ болуп, кейинирәк ейтилидиған нәрсидә гувалиқ бәрди. 6 Мәсиһ болса, Худа өйи үстидин қоюлған садиқ Оғли болди. Биз — ушбу өй, пәқәт әгәр сөз әркинлигимизни һәм махтиниватқан үмүтимизни ахириғичә қаттиқ тутсақ һәм мошуниңда тәврәнмәс болуп қалсақ.

7 Шуңа, муқәддәс роһ ейтқандәк: «Аһ, әгәр силәр бүгүн Униң авазини аңлаватсаңлар, 8 чөлдики синақ күнидә қаттиқ ғәзәп қозғалған вақтидәк жүрәклириңларни җаһиллаштурмаңлар. 9 Улар 40 жил давамида Мениң ишлиримни көрсиму, атилириңлар Мени синиған еди. 10 Шуңлашқа бу әвлат Мениңда нәпрәт қозғиди вә Мән: “Улар дайим жүрәклири билән адашмақта вә Мениң йоллиримни тонуп-билмиди”,— дедим. 11 Шуңа Мән ғәзивимдә: “Улар Мениң арамимға кирмәйду”,— дәп қәсәм қилдим».

12 Қериндашлар, жүригиңлар тирик Худадин жирақлишип, явуз һәм етиқатсиз болуп қалмаслиғи үчүн, пәхәс болуңлар! 13 Техи «бүгүн» дәп ейтишқа мүмкин болуватқанда, гунаниң езиқтурушиға берилип, тәтүрлишип алданмаңлар. Әксичә, һәр күни бир-бириңларға нәсиһәт қилиңлар. 14 Әгәр пәқәт башта болған ишәнчлигимизни сақлап һәм буниңда ахириғичә тәврәнмәй қалсақ, Мәсиһтә несивимиз болиду. 15 Техи мундақ сөзләр ейтиливатқичә: «Әгәр силәр бүгүн Униң авазини аңлаватсаңлар, қаттиқ ғәзәп қозғалған вақтидәк жүрәклириңларни җаһиллаштурмаңлар».

16 Униң авазини аңлап туруп, бәрибир қаттиқ ғәзәпни қозғиған ким? Муса Мисирдин ачиққан һәммиси әмәсму? 17 Худа кимдин 40 жил жиркәнди? Гуна қилип, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму? 18 Улар Униң арамиға кирмәйду, дәп қәсәм қилғини беқинмиғанларға тегишлик әмәсму? 19 Демәк, көрүп турумизки, улар етиқати болмиғанлиқтин Рәббниң арамиға кирәлмиди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш