Вәһий
19 Андин кейин асманда көпчиликниң авазлиридәк җараңлиқ авазни аңлидим. У мундақ деди: «Йәһни мәдһийиләңлар*! Қутқузулуш, шан-шөһрәт һәм һакимийәт Худайимизға мәнсүп, 2 чүнки Униң сотлири тоғра вә адилдур. У йәрни әхлақсизлиғи билән бузған бүйүк паһишәниң үстидин сот қилип, униң қоли билән төкүлгән қуллириниң қени үчүн өч алди». 3 Андин улар дәрру иккинчи қетим: «Йәһни мәдһийиләңлар! Ис көйүваткан ушбу аялдин әбәттин-әбәт көтирилиду»,— деди.
4 Төрт тирик мәхлуқ вә 24 ақсақал тиз пүкүп, тәхттә олтарған Рәббкә тазим қилип: «Амин! Йәһни мәдһийиләңлар!»— деди.
5 Тәхттин аваз чиқип, мундақ деди: «Худаниң қуллири вә Униңдин қорқудиған улуқ вә әрзимәсләр, Рәббимизни мәдһийиләңлар!»
6 Андин мән бүйүк көпчиликниң авазлириға, көплигән шақиратмиларға яки қаттиқ гүлдүрмомиларға охшиған авазларни аңлидим. Улар мундақ деди: «Йәһни мәдһийиләңлар, чүнки Йәһва, Һәммигә Қадир Худайимиз, Падиша болди! 7 Хошаллиқ вә шат-хорам билән Униңға шан-шәрәп билдүримиз, чүнки Қозиниң нека тойиниң вақти кәлди вә у өйлинидиған қизи өзини тәйяр қилди. 8 Той қизға кийинишкә пақирайдиған таза есил вә непиз зиғир кийим берилди. Есил һәм непиз зиғир кийим — муқәддәсләрниң һәққаний ишлири».
9 Пәриштә маңа: «Язғин: “Қозиниң той мәрикисигә тәклип қилинғанлар бәхитликтур”»,— деди. У йәнә мундақ деди: «Бу Худаниң һәқ сөзлири, уларға ишинишкә болиду». 10 Шу чағда мән униңға тазим қилиш үчүн аяқлиримға жиқилдим. Лекин у маңа: «Пәхәс бол, ундақ қилма! Мән саңа вә Әйса һәққидә гувалиқ қиливатқан сениң бурадәрлириңгә охшаш қул. Худаға ибадәт қил! Әйса һәққидики гувалиқ — бәшарәтләрниң мәнасидур»,— деди.
11 Мән ечилған асманни вә ақ атни көрдүм. Униңда олтарған чавандазниң исми Садиқ вә Һәқиқий, у адил һөкүм чиқириду вә җәң қилиду. 12 Униң көзлири — отлуқ ялқун, бешида нурғун таҗлири бар. Униңда өзидин башқа һечким билмәйдиған исим йезилған. 13 У қан чачриған кийимгә кийингән һәм униң исми — Худаниң Сөзи. 14 Арқисидин ақ атларда таза вә ақ есил зиғирға кийингән асман қошунлири әгәшти. 15 Ағзидин хәлиқләргә зәрбә бериш үчүн узун өткүр қилич чиқип туратти һәм у төмүр калтәк билән уларни башқуриду. Һәммигә Қадир Худаниң қәһәрлиқ ғәзивини ипадиләйдиған искәнҗидә у үзүмни янчиду. 16 Униң кийимидә, янпишида — падишаларниң Падишаси вә һакимларниң Һакимдари, дегән исим йезилған еди.
17 Шунда қуяшниң нурлирида турған пәриштини көрдүм. У қаттиқ аваз билән асман-пәләктә учуватқан барлиқ қушларға мундақ деди: «Бу яққа келиңлар! Худаниң улуқ зияпитигә жиғилиңлар! 18 Падишаларниң, сәрдарларниң вә қудрәтликләрниң, атларниң вә чавандазларниң, әркинләрниң вә қулларниң, әрзимәс вә улуқларниң әтлирини йәңлар!»
19 Кейин мән жиртқуч һайван вә йәр падишалири өз қошунлири билән атқа мингүчи вә униң қошуни билән җәң қилиш үчүн жиғилғинини көрдүм. 20 Һайван вә униң алдида аламәтләрни көрсәткән, жиртқуч һайванниң бәлгүсини қобул қилип, униң тәсвиригә ибадәт қиливатқанларни аздурған сахта пәйғәмбәр қолға чүширилди. Һәр иккилиси гуңгут көйүватқан өрт көлигә тирик ташланди. 21 Қалғанлири чавандазниң ағзидин чиқиватқан узун қилич билән өлтүрүлди. Һәм барлиқ қушлар уларниң гөшлиригә тойди.