Йәһуда
1 Әйса Мәсиһниң қули вә Яқупниң иниси болған мән Йәһуда — чақирилғанларға, Худа Атимизниң меһир-муһәббитидә болуп, Әйса Мәсиһ үчүн сақлиниватқанларға салам йоллаймән.
2 Силәргә техиму нурғун рәһимдиллик, течлиқ-аманлиқ вә меһир-муһәббәтни Рәббимиз бәргәй.
3 Қәдирликләр, гәрчә мән силәргә бизниң умумий қутқузулушимиз һәққидә йезишни интайин халиған болсамму, силәрни бир қетим һәм мәңгүгә муқәддәсләргә берилгән етиқат үчүн тиришип күрәш қилишқа чақиришни тоғра көрдүм. 4 Чүнки аримизға Муқәддәс Язмиларда бурундинла сораққа тартилишқа бәлгүләнгән бәзи адәмләр киривалди. Улар ялғуз Ғоҗайинимиз вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһни қиливатқан ишлири билән рәт қилип, Худайимиздин әймәнмәй, Униң мол меһирлигидин пайдилинип, бузуқчилиғини ақлаватқан рәзил адәмләр.
5 Ядиңларға салғум келиду — силәр һәммини билгән һаләттиму,— гәрчә Йәһва Өз хәлқини Мисирдин қутқузсиму, кейин етиқатини көрсәтмигән кишиләрни һалак қилди. 6 Шундақла дәриҗисини сақлап қалмай вә лайиқ болған маканини ташлап кәткән пәриштиләрниму мәңгү кишәнләп, мутләқ қараңғулуқта улуқ күнниң сотиға сақлаватиду. 7 Нәқ шундақ Садом, Гамора вә әтрапидики шәһәрләр җинсий әхлақсизлиққа һәм ғәйри шәһваний хаһишларға чәксиз берилип кетишти. Улар әбәдий от җазасиға тартилип, биз үчүн агаһландуруш мисали сүпитидә қоюлди.
8 Шуниңға қаримай, әшу хам хиял қилип жүргәнләрму бәдәнлирини булғап, һакимийәткә һөрмәт көрсәтмәйду вә мәдһийиләнгәнләр һәққидә һақарәтлик сөзлимәктә. 9 Һәтта башпәриштә Микаил Мусаниң җәсиди һәққидә Иблис билән сөз талишип, келишмигәндә, уни һақарәтлик сөзләр билән әйипләшкә петиналмай: «Йәһва сени әйиплисун»,— дегән еди. 10 Лекин мәзкүр кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған барлиқ ишлар тоғрилиқ һақарәтлик сөзләйду. Улар өз тәбиитиниң хаһишлири бойичә гоя әқилсиз һайванлардәк чүшәнгән һәммә нәрсиләрдә өзлирини бузуватиду.
11 Уларниң һалиға вай, чүнки улар Қабилниң йолида маңди, мукапат үчүн Балаамниң езиқтурушиға берилди вә Кораһниң исиянлиқ нутуқлирида һалак болди! 12 Улар — силәр билән биллә достанә зияпәтлириңлардики су астидики қияташлар, өзлирини қорқмай тойдуруватқан падичилар. Улар — шамаллар һайдайдиған ямғурсиз булутлар, йилтизи билән жулунуп, қуруп кәткән* күзниң мевисиз дәрәқлири. 13 Улар — өзлириниң уятсиз ишлири билән көвүкләнгән, җошқунлиған деңиз долқунлири, адашқан юлтузлар. Булар үчүн мутләқ қараңғулуқ мәңгүгә сақлиниватиду.
14 Улар тоғрисида Адәм атиниң йәттинчи әвлади болған Һанухму мундақ бәшарәт ейтқан: «Мана, Йәһва Худа түмән-түмән* муқәддәс пәриштилири билән кәлди. 15 Һәммисини сотқа тартиш үчүн вә Униңға қарши сөзлигән рәзил гунакарларниң барлиқ исиянкар гәплирини, Уни һақарәтлигән ишлирини паш қилиш үчүн кәлди».
16 Бу кишиләр — налә қилғучилар, улар өзлириниң һаят несивигә шикайәт қилип, шәхсий хаһишлири бойичә һәрикәт қилидиғанлар. Уларниң еғизлири ғурур сөзләйду вә өз мәнпийити үчүн башқиларға хошамәтчилик қилип, уларни махтайду.
17 Силәр болсаңлар, қәдирлик қериндашлар, бизниң Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң әлчилири ейтқан сөзлирини есиңларға елиңлар. 18 Улар силәргә мундақ дегән: «Ахирқи вақитларда өзлириниң рәзил һәвәслири бойичә һәрикәт қилидиған, мәсхирә қилғучилар пәйда болиду». 19 Улар бөлгүнчиликкә салғучилар, роһий җәһәттин кам, тәнниң һиссиятлирида жүргән адәмләрдур. 20 Лекин силәр, әзизлирим, муқәддәс роһ билән дуа қилип, бәк муқәддәс етиқатиңларниң асасида өзәңларни мустәһкәмләп, 21 мәңгү һаятқа апиридиған Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң рәһимдиллигини күтүп, өзәңларни Рәббимизниң меһир-муһәббитидә күзитиңлар. 22 Шундақла гумани болғанларға рәһимлик көрситишни давамлаштуруңлар. 23 Оттин тартип чиқарғандәк, уларни қутулдуруңлар. Башқиларғиму рәһимдиллик көрситишни давамлаштуруңлар, бирақ буни, һәтта тән билән булғанған ич кийимдин жиркәнгәндәк, қорқунуч билән қилиңлар.
24 Силәрни ғулап кетиштин сақлашқа қадир вә Өзиниң шан-шөһрити алдида бүйүк хурсәнликтә әйипсиз турғузушқа қабил, 25 Қутқузғучимиз, бирдинбир Худаға Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шөһрәт, улуқлуқ, күч-қудрәт вә һакимийәт пүткүл мәңгүлүктә — өтмүштә, һазирлиқта вә келәчәктә әбәдил-әбәт болсун! Амин.