Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Қанун шәрһи 30
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Қанун шәрһи 30:1—20

Қанун шәрһи

30 Саңа мошу мән бүгүн ейтиватқан бәрикәтләр билән ләнәтләр кәлгәндә вә Худайиң Йәһва сени башқа хәлиқләрниң арисиға қоғлавәткәндә, мошу сөзләр есиңға келип, 2 Худайиң Йәһваға, Униң үнини сән вә сениң оғуллириң тиңшап, пүткүл жүригиңдин һәм пүткүл җениңдин Униңға мураҗиәт қилисән. 3 Шу чағда Худайиң Йәһва сениң әсирдә болған адәмлириңни қайтуруп, саңа рәһим көрситип, Йәһва чечивәткән барлиқ хәлиқләрниң арисидин яңливаштин сени жиғип келиду. 4 Гәрчә сән асманниң бу четидин у четигичә чечилған болсаңму, Худайиң Йәһва сени шу йәрләрдин жиғип, 5 Худайиң Йәһва ата-бовилириң егә болған йәргә әкелип, уни мирасқа алисән. Шу зиминда У сени бәрикәтләп, атилириңдинму артуғирақ көпәйтиду. 6 Йәһва Худайиң жүригиңни вә әвладиңниң жүригини сән яшишиң үчүн вә Йәһвани пүткүл жүригиң, пүткүл җениң билән сөйүшиң үчүн, кесип хәтнә қилиду. 7 Шу вақитта Тәңриң Йәһва барлиқ қарғишларни сениң дүшмәнлириңгә вә сени өч көрүп тәқиплигәнләргә қаритиду.

8 Сән болсаң, Йәһваға бурулуп авазини аңлап, бүгүн мән саңа вәсийәт қиливатқан барлиқ тохтамлирини орунлайдиған болисән. 9 Шуниң билән, Пәрвәрдигариң Йәһва молчилиқта саңа қолуңниң һәрбир ишида бәхит әта қилиду: балиятқуюңниң мевисидә, мелиңниң нәслидә, йериңниң һосулида, чүнки Йәһва саңа яхшилиқ қилип, өз вақтида атилириңға қилғандәк, хошал болиду. 10 Әгәр Худайиң Йәһваниң үнини тиңшисаң, Униң барлиқ вәсийәтлирини вә тохтамлирини сақлап, мошу китапта йезилған барлиқ қанунлириға әмәл қилсаң вә Рәббиң Йәһваға пүткүл дилиң вә пүткүл вуҗудуң билән мураҗиәт қилип бурулсаң, буниң һәммисигә егә болисән.

11 Бүгүн мән саңа ейтиватқан вәсийәт сениңдин йошурулмиған һәм жирақлаштурулмиған. 12 У вәсийәт әрштә әмәс, бирси: “Ким биз үчүн асманға чиқип, уни елип кәлсиди, биз уни аңлап орунлишимиз үчүн?”— дәп ейтмаслиғиға. 13 У шундақла деңиз кәйнидә әмәс, бирси: “Ким биз үчүн деңизниң у тәрипигә өтүп, бизгә елип кәлсиди, биз уни аңлап орунлишимиз үчүн?”— дәп ейтмаслиғиға. 14 Амма бу сөз саңа бәк йеқиндур, сән униңға әмәл етишиң үчүн у сениң еғизиңда вә сениң жүригиңдә.

15 Мана, бүгүн мән саңа һаятлиқ билән яхшилиқни, өлүм билән зулумни тәғдим қилдим. 16 Әгәр сән Худайиң Йәһваниң мән саңа вәсийәт қиливатқан әмирлиригә бойсунсаң, Тәңриң Йәһвани сөйүп, Униң барлиқ йоллири билән меңип, Униң барлиқ тохтамлири һәм қанунлирини орунлисаң, у әһвалда көпийип яшайсән. Пәрвәрдигариң Йәһва сени мирасқа бәргән йәрдә мол бәрикәтләйду.

17 Әгәр жүригиң тәтүр қарап, Уни тиңшимайдиған болуп адишип қалса вә сән башқа илаһларға ибадәт қилип, хизмәттә болсаң, 18 у чағда, мән бүгүн әскәртмәнки, силәр чоқум өлүп кетисиләр. Йордандин өтүп, варислиққа еливатқан йәрдә силәр узақ яшимайсиләр! 19 Бүгүн силәргә қарши гувалиққа асман билән йәрни чақиримән: һаятлиқ билән өлүмни, бәрикәт билән ләнәтни саңа тәвсийә қилдим. Өмүрни таллавалғин, шу чағда өзәңму һәм әвладиңму яшайду. 20 Худайиң Йәһвани яхши көрүп, Униң авазини аңлиғач Униңға чаплашқин, чүнки мошуниңға сениң шу йәр-зиминда узақ яшишиң вә өмриң бағлиқ. Бу мунбәт йәрни Йәһва әҗдадиң Ибраһим, Исһақ һәм Яқупқа һәдийә қилишқа вәдә бәргән еди».

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш