Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • Коринтлиқларға 2-хәт 5
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

Башқа тәрҗимиләр

Айәт санини бесип, қатар айәтләрни көрүң.
  • Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
  • 1
  • 2
  • 3
  • 4
  • 5
  • 6
  • 7
  • 8
  • 9
  • 10
  • 11
  • 12
  • 13
  • 14
  • 15
  • 16
  • 17
  • 18
  • 19
  • 20
  • 21
Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимиси
Коринтлиқларға 2-хәт 5:1—21

Коринтлиқларға 2-хәт

5 Биз билимизки, әгәр бизниң зиминдики өйимиз болған бу чедир вәйран болса, биздә Худа тәрипидин инсан қоли ясимиған, әбәдий өй асманда болиду. 2 Һәқиқәтән, биз үчүн бәлгүләнгән асмандикигә қизғин пүркинишни халап, бу маканда товлаймиз, 3 буниңға пүркинип-кийингәндә ялиңач қалмаймиз. 4 Һазирқи чедирда болуп, биз жүк астида товлаймиз — уни биз өзүмиздин йешиветиш үчүн әмәс, бәлки башқа маканға егә болуп, өлүмгә хас нәрсә һаятлиқ тәрипидин жутуветилишини халаймиз. 5 Буни бизгә Худа тәйярлап қойди вә кәлгүсиниң капалити үчүн бизгә роһ бәрди.

6 Шуңа биз һечқачан җасурлуқни жүтәрмәймиз һәм шуни билимизки, техи бизниң маканимиз тәндә болуватқачқа, биз Һакимдаримиз билән биллә әмәс. 7 Биз көргән нәрсә билән әмәс, әксичә, етиқатимиз билән жүрүватимиз. 8 Лекин биз җасурлуқни жүтәрмәймиз һәм әнди тәндә әмәс, бәлки өйүмизни Һакимдаримизниң йенида тепишқа интизармиз. 9 Шуңлашқа өйүмиз униң йенидиму яки биз униң билән биллә болмисақму, мәхситимиз — униңға йеқиш. 10 Барлиғимиз Мәсиһниң һөкүм тәхтиси алдиға кәлтүрүлимиз вә һәрким тәндә болғанда яхши яки яман иш қилғиниға яриша мукапатқа еришиду.

11 Шуниң үчүн Һакимдаримиз алдида әйминишни билип, биз адәмләрдә ишәнчә һасил қилимиз, шуниң билән биз шундақла Худаға очуқ. Үмүтлинимәнки, силәрниң вижданиңларғиму биз очуқ. 12 Биз өзүмизни силәргә яңливаштин тәвсийә қиливатмаймиз, бирақ силәргә қәлби билән әмәс, бәлки ташқи көрүнүши билән махтиниватқанларға җавап тепишқа, биз билән пәхирлиниш сәвәвини бериватимиз. 13 Әгәр биз әқлимиздин адашқан болсақ, бу Худа үчүн, әгәр сағлам әқилдә болсақ, бу силәр үчүндур. 14 Бизни Мәсиһниң меһир-муһәббити үндәватиду, чүнки биз мундақ мулаһизә қилдуқ: бирси һәммиси үчүн өлди — демәк, һәммиси өлгән. 15 Яшаватқанлар әнди өзлири үчүн әмәс, бәлки улар үчүн өлүп тирилгән үчүн яшисун.

16 Шуңлашқа әнди биз һечкимгә инсаний көзқарашта болмаймиз. Һәтта әгәр биз бурун Мәсиһкә шундақ қариған болсақ, әнди ундақ қаримаймиз. 17 Шуңлашқа, әгәр кимду-ким Мәсиһ билән бирликтә болса, у — йеңи яратма, чүнки авалқи өтүп кәтти һәм мана — йеңи пәйда болди. 18 Амма барлиғи Худадин, У бизни Мәсиһ арқилиқ Өзи билән яраштуруп, яраштуруш хизмитини бәрди. 19 Башқичә ейтқанда, Рәббимиз адәмләргә уларниң қилмишлирини әйипкә қоймай, Мәсиһ арқилиқ Өзи билән дунияни яраштуруватиду. Бизгә болса, У яраштуруш хәвәр-сөзини тапшурди.

20 Шу сәвәптин биз — Мәсиһниң орнидики әлчиләр арқилиқ Худа инсанларға мураҗиәт қиливатиду. Мәсиһниң орнида биз: «Худа билән яришивелиңлар»,— дәп ялвуруватимиз. 21 Гуна билмигүчини биз Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүн, У уни бизниң гунайимиз қилди.

Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш