Луқа
5 Бир күни Гинәсар көлиниң бойида нурғунлиған адәмләр Худаниң сөзини үгитиватқан Әйсани аңлаветип, уни қисташқа башлиди. 2 У қирғақниң йенида турған икки қолвақни көрди. Белиқчилар улардин чиқип, торлирини жуюшивататти. 3 Әйса Симунға тегишлик қолваққа чүшүп, уни қирғақтин сәл нерирақ үзүшни сориди. Андин у олтирип, қолвақтин хәлиқкә тәлим бәрди. 4 Сөзи түгигәндин кейин, у Симунға: «Чоңқур җайға үзүп, шу йәрдә торларни ташлаңлар»,— деди. 5 Бирақ Симун җававән: «Устаз, биз кечичә җапа тартип һечнәрсә туталмидуқ, лекин сән ейтқачқа, мән торларни ташлай»,— деди. 6 Шундақ қиливеди, улар шунчә көп белиқ туттики, һәтта торлири жиртилишқа башлиди. 7 Шу чағда улар башқа қолвақтики ағинилиригә келип, ярдәм қилишиға ишарәт бәрди. Улар келип, икки қолвақни белиқларға толтуруведи, қолвақлар чөкүп кетәй деди. 8 Буни көргән Симун Петрус Әйсаниң алдида тизлинип: «Мени қалдурғин, Һакимдарим, чүнки мән гунакар адәммән!»— деди. 9 Сәвәви, мунчилик көп белиқ тутқанда, униң билән болған һәммиси һәйран қалди. 10 Уларниң арисида шундақла Симунниң ағинилири, Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Йоһанму болған еди. Лекин Әйса Симунға: «Қорқма. Әнди адәмләрни тутисән»,— деди. 11 Шуниңдин кейин улар қолвақлирини қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап, униң кәйнидин маңди.
12 Улар шәһәрләрниң биридә болғинида пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм учриди. У Әйсани көрүп, тизиға жиқилип: «Тәхсир, әгәр пәқәт сиз халисиңизла, мени таза қилалайсиз»,— дәп ялвурди. 13 Әйса қолини созуп, униңға тәккүзди һәм: «Халаймән! Тазиланғин»,— деди. Дәрру униң мохоси йоқиди. 14 Әйса униңға бу тоғрисида һечкимгә ейтмаслиқни буйруп: «Берип, роһанийға көрүнгин һәм Мусаниң көрсәтмиси бойичә гувалиққа, тазилинишиң үчүн, қурбанлиқ бәргин»,— деди. 15 Амма униң һәққидә гәп-сөз техиму көпирәк тарқилип, адәмләр уни тиңшашқа вә кесәллиридин сақийишқа алдиға топ-топ келишти. 16 У пат-пат чөллүк җайларға берип, дуа қилатти.
17 Күнләрниң биридә у хәлиқкә тәлим бәрди вә шу йәрдә барлиқ Җәлилийә, Йәһудийә һәм Йерусалимдин кәлгән пәрисийләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Әйсада давалаш үчүн Йәһвадин күч бар еди. 18 Бир кишиләр зәмбилдә ятқан паләчни әкәлди вә уни униң алдиға қоюш үчүн, өйгә әкириш амалини издиди. 19 Бирақ адәмләрниң топлашқанлиғидин уни әкирәлмәй, өгүзгә чиқип, уни ечип, шу җайдин паләчни Әйсаниң алдиға чүшәрди. 20 Әйса уларниң ишәнчисини көрүп, паләчкә: «Гуналириң кәчүрүм қилинди»,— деди. 21 Тәврат устазлири билән пәрисийләр: «Худаға күпүрлүк сөзләйдиған бу ким шунчә? Худадин башқа ким гуналарни кәчүрәләйду?»— дәп муназирә қилишти. 22 Лекин Әйса уларниң ойлирини билип: «Көңлүңларда немини мулаһизә қилишиватисиләр? 23 Немә асанирақ: “Гуналириң кәчүрүм қилинди”, дейишму яки: “Орнуңдин туруп, маң”, дейишму? 24 Амма инсан Оғлиниң йәрдә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи бар екәнлигини билишиңлар үчүн...»— дәп, у паләч кишигә: «Саңа дәймән: орнуңдин тур, көрпәңни елип, өйүңгә қайт»,— деди. 25 Һелиқи киши дәрһал турдидә, орун-көрписини елип, Худани мәдһийилигәч өйигә кәтти. 26 Барлиқ адәмләр һаяҗанлинип, Пәрвәрдигарни мәдһийиләшкә башлиди. Зоқлиниш илкидә улар: «Бүгүн биз бир аламәт нәрсини көрдуқ!»— дейишти.
27 Бу ишлардин кейин Әйса у йәрдин чиқип, Ләвий исимлиқ селиқ жиққучини көрди, у селиқ идарисидә олтиратти. У униңға: «Мениң кәйнимдин маң»,— деди. 28 Һәм һелиқи киши һәммини ташлап, униң кәйнидин маңди. 29 Ләвий өз өйидә униң үчүн чоң зияпәт бәрди. У йәрдә улар билән янпашлиған нурғун селиқчилар болди. 30 Шу чағда пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң шагиртлириға котулдушуп: «Немишкә силәр селиқ жиққучилар һәм гунакарлар билән бир дәстиханда олтирисиләр?»— дейишти. 31 Әйса уларға җававән: «Сағламлар әмәс, бәлки бемарлар дохтурға муһтаҗдур. 32 Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товва қилишқа чақирғили кәлдим»,— деди.
33 Улар Әйсаға: «Йәһияниң шагиртлири пат-пат роза тутиду һәм ихлас билән дуа қилиду, пәрисийләрниң шагиртлириму шундақ қилиду, сениңкиләр болса йәп-ичиду»,— дейишти. 34 Әйса уларға: «Өйлинидиған жигит улар билән болғанда, жигитниң достлирини қандақму роза тутушқа мәҗбурлашқа болиду? 35 Лекин шундақ күнләр келидуки, той жигити улардин елип кетилиду. Мана, шу күнләрдә улар роза тутиду»,— деди.
36 Андин у уларға бир мисал кәлтүрди: «Һечким йеңи кийимдин ямақни кесивелип, кона кийимгә тикмәйду, болмиса, йеңи ямақ жиртилип чиқиду. Йеңи кийимдин болған ямақ кона кийимгә лайиқ әмәс. 37 Шуниңдәк, һечким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду, болмиса, йеңи шарап тулумларни жиртип, төкүлүп кетиду вә тулумларму кардин чиқиду. 38 Шуңа йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилаш керәк. 39 Һечким кона шарапни ичип, кейин йеңи шарапни ичишни халимайду. Һәм у: «Кона шарап яхши»,— дәйду.