Луқа
24 Һәптиниң биринчи күнидә, таң йоруватқанда, аяллар тәйярлиған хушпурақлиқ кокатларни елип, қәбиргә кәлди. 2 Лекин улар қәбирниң ағзидики ташниң домулитиветилгәнлигини көрди 3 вә ичигә кирип, у җайда Һакимдар Әйсаниң җәсидини тапалмиди. 4 Улар буниңдин һодуқуп турғанда, туюқсиз алдида пақирақ кийимдә икки әркиши пәйда болди. 5 Аяллар қорқушуп, көз көтирәлмәй турушти, лекин әву кишиләр: «Немишкә силәр тирикни өлүкләрниң арисидин издәйсиләр? 6 У бу йәрдә әмәс. У тирилди. Әйса техи Җәлилийәдә болғанда, 7 силәргә инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулуп, түврүктә өлтүрүлиши вә үчинчи күни тирилиши һәққидә дегәнлирини әскә чүшириңлар»,— деди. 8 Шу чағда улар Әйсаниң сөзлирини әскә елип, 9 қәбирдин қайтип, буниң һәммисини 11 әлчигә вә қалған шагиртларғиму ейтип бәрди. 10 Булар Мәрийәм Мәҗдала, Йоһанна вә Яқупниң аниси Мәрийәм еди. Улар билән болған башқиму аяллар әлчиләргә бу тоғрилиқ ейтти. 11 Лекин уларға аялларниң сөзлири әқилгә сиғмайдиғандәк көрүнди вә улар ишәнмиди.
12 Шундақ болсиму Петрус орнидин туруп, қәбиргә жүгрәп барди вә еңишип қариведи, пәқәт ялғуз зиғир кепәнликни көрди. Һәм у йүз бәргән ишқа һаң-таң қелип, у җайдин кәтти.
13 Шу күндә икки шагирт Йерусалимдин тәхминән 11 чақиримда болған Емаус дегән йезиға кетип баратти 14 вә болған вақиәләр тоғрисида бир-бири билән сөзлишивататти.
15 Улар мулаһизә қиливатқанда, Әйса өзи уларға йеқинлишип, улар билән биллә маңди. 16 Улар уни көрсиму, лекин тонумиди. 17 У улардин: «Немә вақиәләрни шундақ қизғин муһакимә қилишиватисиләр?»— дәп сориди. Улар тохтиди вә чирайлири қайғулуқ еди. 18 Клеопа исимлиқ бири җававән: «Сән, бәлким, мусапир болуп, Йерусалимда һечким билән арилашмай жүргәнсән. Сән мошу күнләрдә шәһәрдә йүз бәргән ишни аңлимидиңму?»— дәп сориди. 19 У уларға: «Немә тоғрисида?»— дәп соал қойди. Улар: «Насирәлик Әйса билән йүз бәргән иш тоғрисида. У пәйғәмбәр болуп, Худаниң һәм барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлийәттә вә сөздә күчлүк еди. 20 Уни бизниң чоң роһанийлиримиз вә башлиқлиримиз өлүмгә һөкүм чиқириш вә түврүктә есиш үчүн римлиқларға тапшурди. 21 Биз әслидә шуниңға ишинәттуқки, у Исраилни азат қилидиған кишидур. Униңдин ташқири, бу ишниң йүз бәргинигә үчинчи күн болуватиду. 22 Йәнә бизни аяллардин бирнәччиси шундақла һаң-таң қалдурди: улар таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән, 23 бирақ шу җайда Әйсаниң җәсидини тапалмапту. Улар келип, Әйсаниң тириклигини хәвәрлигән пәриштиләрни көрдуқ, дәп бизгә ейтишти. 24 Шу чағда аримиздики бәзилири қәбиргә берип, униң қуруқ екәнлигини вә һәммә нәрсини аяллар ейтқинидәк тапти. Лекин Әйсани улар көрмиди»,— дәп җавап бәрди.
25 Шуңа Әйса уларға: «Һәй, наданлар вә пәйғәмбәрләр ейтқанлириниң һәммисигә ишинишкә қәлбидә алдиримайдиғанлар! 26 Мәсиһ мошу һәммә азапларни тартип, андин шөһрәткә еришиши муқәррәр әмәсмеди?»— деди. 27 Һәм Мусадин вә барлиқ пәйғәмбәрләрдин тартип, у өзигә пүтүн Язмиларда тегиш һәммә нәрсини шәрһиләп бәрди.
28 Ахирида улар йол тутқан йезиға йеқинлашти вә у өзини өтүп, башқа җайға баридиғандәк тутти. 29 Лекин улар уни тутувелип: «Биз билән қелиңа, чүнки кәч кирип қалди һәм күнму олтириватиду»,— деди. У улар билән қалди. 30 Әйса ғиза вақтида нанни елип, дуа қилди вә уни уштуп, уларға бәрди. 31 Шу ан уларниң көзлири ечилип, уни тонуди, лекин у ғайип болди. 32 Улар бир-биригә: «У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүргәндә, жүрәклиримиз көймидиму?»— дейишти. 33 Улар дәрру орнидин туруп, Йерусалимға қайтип кәлди вә 11 шагиртни һәм улар билән болған башқа шагиртларни тапти. 34 Шагиртлар уларға: «Һәқиқәтән Һакимдаримиз тирилип, Симунға көрүнди!»— дейишти. 35 Шу чағда уларму йолда йүз бәргән ишни вә Әйсаниң нан уштуғинидин уни тонувалғинини ейтип бәрди.
36 Улар бу тоғрилиқ сөзлишиватқанда, Әйса арисида пәйда болуп, уларға: «Силәргә течлиқ болсун»,— деди. 37 Бирақ улар роһни көрүватимизмикин дәп, наһайити қорқушуп кәтти. 38 У уларға: «Немишкә силәр қорқуватисиләр һәм немишкә қәлбиңларда гуманлар пәйда болди? 39 Мениң пут-қоллиримға қарап беқиңлар: бу мән. Мени тутуп көрүңлар, чүнки роһта мениңда болған әт билән сүйәк болмайду»,— деди. 40 Буни ейтиветип, у уларға пут-қолини көрсәтти. 41 Улар хошаллиғидин техи ишәнмәй, һәйран қеливатқанлиғидин, у улардин: «Силәрниң бу йәрдә йегидәк бир тамиғиңлар барму?»— дәп сориди. 42 Улар униңға бир парчә қорулған белиқни бәрди, 43 Әйса елип, уларниң алдида йеди.
44 Андин у уларға мундақ деди: «Силәр билән болған вақтимда мениң тоғрилиқ Муса қанунида, пәйғәмбәрләр Язмилирида вә Зәбурда йезилған һәммә нәрсә орунлиниши керәк, дәп ейтқандим». 45 Шу вақитта у уларниң әқиллирини Муқәддәс Язмиларни чүшинишкә пүтүнләй ачти 46 вә уларға йәнә мундақ деди: «Шундақ йезилған: Мәсиһ азап чекиду вә үчинчи күни өлүмдин тирилиду 47 вә униң исми асасида барлиқ хәлиқләр арисида гуналарниң кәчүрүлиши үчүн, товва қилиш вәз қилиниду. Һәм Йерусалимдин башлап, 48 силәр буниң гувачилири болусиләр. 49 Мән силәргә Атам маңа вәдә қилған нәрсини әвәтимән. Жуқуридин күч алмиғичә, шәһәрдә қелиңлар».
50 Әйса уларни Бәйтанияғичә башлап барди вә қоллирини көтирип, уларни бәрикәтлиди. 51 У уларни бәрикәтләватқан чағда улардин айрилип, асманға көтүрилишкә башлиди вә Худа уни алди. 52 Улар болса униңға тазим қилип, андин зор хошаллиқта Йерусалимға қайтип кәлди. 53 Улар дайим мәркизий ибадәтханида болуп, Худаға мәдһийә ейтишатти.