Зәбур
Давутниң нахшиси.
138 Сени пүткүл жүригимдин махтаймән.
Башқа илаһлар алдида зиддийәтлиригә
Қарши нахшамда Сени мәдһийиләймән.
2 Муқәддәс ибадәтханаң алдида тазим
Қилип, исмиңға вапа меһир-муһәббитиң
Вә һәқиқитиң үчүн апирин әйләймән.
Сәвәви, Сән исмиң түпәйлидин
Сөз-калимиңни улуқлидиң.
3 Чақирған күнүмдә, Сән мени аңлап,
Маңа күч-қувәт киргүздиң.
4 Йәһва, йәрниң барлиқ падишалири
Сөзүңни аңлиғанда, Сени улуқлайду,
Чүнки улар вәдилириңни чүшиниду.
5 Улар Йәһваниң йоллирини күйләйду,
Йәһваниң шан-шөһрити бүйүктур.
6 Йәһва егиз болсиму, мулайимни көриду,
Тәкәббурни болса, жирақтинла билиду.
7 Әгәр мән хәтәрликкә дуч болсам,
Сән мени тирик сақлайсән.
Дүшмәнләр вәһшилигидин қолуңни
Сунусән, оң қолуң һимайидә.
8 Йәһва мән үчүн һәрикәткә келиду. Йәһва!
Сениң вапа шәпқитиң мәңгүгә,
Қолуңниң яратмисини ташлимиғина!