Титқа
2 Сән болсаң, буниңдин кейинму сағлам тәлиматқа асаслинип сөзлә. 2 Яшанған әрләр адәтлиридә чекини билидиған, җиддий, сағлампикирлик, етиқатта, меһир-муһәббәттә тәқабил болсун. 3 Шуниңға охшаш яшанған аялларму өзлирини һөрмәткә сазавәр тутуп, төһмәт қилмай, шарапқа берилмәй, яхшилиққа үгәтсун. 4 Улар яш аялларға әрлирини сөйүшни, пәрзәнтлиригә көйүнүшни, 5 сағлампикирлик, әхлақий пак, өйигә ғәмхорчан болушни, яхши ишларни қилишни, әрлиригә бойсунушни үгәтсун. Шу вақитта Худаниң сөзи һақарәткә учримайду.
6 Шуниңға охшаш, яш әркишиләрни сағлампикирлик болушқа чақирғин. 7 Өзәң һәммә җәһәттин яхши ишларниң үлгисини көрситип, җиддий бол, бәргән тәлимиң тоғра болсун. 8 Қаршилиқ көрситиватқан тәрәптә турғанлар биз тоғрилиқ һечқандақ яман сөз ейталмай, шәрмәндә болуши үчүн, сениң гепиң әйипләшкә болмайдиған, сағлам болуши лазим. 9 Қуллар һәммә җәһәттин өз ғоҗайинлириға сөз қайтурмай, яқидиған ишларни қилип бойсунсун. 10 Улар оғрилиқ қилмай, әксичә, толуқ түрдә диянәтликни көрситип, Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматини техиму зенәтлисун.
11 Чүнки һәрқандақ инсанларға қутқузулуш әкелидиған Яратқучимизниң мол меһирлиги намайиш болди. 12 У бизни рәзилликни вә бу дунияниң һәвәслирини рәт қилип, бу дунияда Худаға болған сағлампикирликни, һәққанийлиқни һәм вападарлиқни сақлап яшашни үгәтмәктә. 13 Шуниң билән биллә биз улуқ Худаниң вә Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шөһрәтлик көрүнүшини вә бәхитлик үмүтимизниң әмәлгә ешишини күтүватимиз. 14 Бизни һәрхил қанунсизлиқлардин азатлиққа чиқиришқа вә өзи үчүн тазилап, өзиниң алаһидә мүлкини — яхши ишларға қизғин интилидиған хәлқи қилиш үчүн, Әйса Мәсиһ өзини пида қилди.
15 Бу тоғрилиқ ейтишни давамлаштурғин һәм ишәндүрүштә вә паш қилишта саңа берилгән һоқуқ билән пайдилан. Һечким сени камситмисун.