Йәшая
12 Шу күни сән мундақ дәйсән:
«Йәһва Тәңрим, Сени шәрәпләймән!
Гәрчә Сән маңа ғәзәпләнгән болсаңму,
Қәһриңни тизгинләп, мени рәһимгә бөлидиң.
2 Мана, Худа — мениң Қутқузғучим!
Униңға ишинип, һечнәрсидин қорқмаймән,
Йәһ, Йәһва — мениң күчүм һәм қудритим!»
3 Силәр шатлиқта ниҗат мәнбәлиридин
Сүзүк суларни алисиләр.
4 Мәзкүр күндә мундақ үндәйсиләр:
«Йәһваға миннәтдар болуңлар,
Униң исмини чақириңлар, хәлиқләр арисида
Униң ишлири һәққидә һәм исминиң нәқәдәр
Улуқ екәнлигини вәз қилиңлар!
5 Йәһвани нахшиларда улуқлаңлар, чүнки
Униң ишлири бүйүктур һәм бу тоғрисида
Пүткүл йәр-зимин билсун.
6 Сионниң турғунлири үндәңлар һәм шатлиниңлар,
Чүнки Исраилниң Муқәддәс Худайи улуғвар
Вә У силәрниң араңларда!»