Йәшая
38 Мәзкүр күнләрдә Хизқия қаттиқ ағрип, өлүм әһвалда еди. Униңға Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр келип, мундақ гәп қилди: «Йәһва мундақ дәйду: “Өйдикилириңгә йол-йоруқ бәргин, чүнки сән өлүп кетисән, сақаймайсән”». 2 Хизқия буни аңлап, там тәрәпкә қарап, Йәһваға илтиҗа қилди: 3 «Аһ, Йәһва, өтүнимән, мени әскә алғина. Мән Сениң алдиңда садиқ хизмәт қилип, вапа жүригим билән Саңа лайиқ ишларни қилған едимғу!» Шуниң билән, Хизқия қаттиқ жиғлап кәтти.
4 Шу вақитта Йәшаяға Йәһваниң сөзи болди: 5 «Хизқияға қайтип, мундақ ейт: “Әҗдадиң Давутниң Тәңри Йәһва мундақ дәйду: “Мән сениң дуайиңни аңлидим һәм көз яшлириңни көрдүм. Мана, мән өмрүңгә йәнә 15 жил қошуп беримән. 6 Мән сени һәм ушбу шәһәрни Ассур шаһидин һимайә қилимән, шәһәрниң Башпанаси болумән. 7 Мана саңа Йәһвадин бәлгү, шуниңдин Йәһва Өз сөзини орунлайдиғинини билисән. 8 Мән шундақ қилимәнки, Ахазниң пәләмпейидики көләңгә 10 қәдәм кәйнигә силҗийду”». Шуниң билән, пәләмпәйдики қуяш нуриниң көләңгиси 10 қәдәм кәйнигә қайтти.
9 Мана, Йәһудияниң падишаси Хизқия ағрип, сақайғандин кейин язған сөзлири:
10 «Мән ойлиғандим: “Һаятимниң йеримида
Мән гөрниң дәрвазилириға киришим керәк,
Күнлиримниң қалғинини қөрәлмәймән екән”
11 Мән ейттим: “Йәһни әнди көрмәймән,
Йәһни башқа тирикләр зиминида.
Башқа инсанларни көрмәй,
Өлүм диярида болумән.
12 Маканим гоя падичиниң кәписидәк,
Орнумдин елинип, әкетиливатиду.
Мән өмрүмни худди тоқумичи рәхтни
Ориғандәк оридим. Худа мени тоқумичи
Рәхтни әсваптин кесивалғандәк,
Кесиватиду. Сәһәрдин тартип түнгичә
Сән мени һалакәткә апириватисән.
13 Пүтүн кәчтә товлап, һөкүригән ширға охшидим.
Өзәмгә тәсәлли издәшкә тиришимән, лекин,
У мениң барчә сүйәклиримни сундурди,
Чүнки маңа өлүмгә һөкүм чиқарди.
14 Қалиғачтәк мәйүслинип жиғлаймән,
Қақиридәк азаплинимән, кәптәрдәк товлаймән.
Көзлирим дайим әршкә тикилип һарди.
Йәһва, мән қаттиқ қистаңлиқта,
Шундақ азапта! Ярдәмгә кәлгинә!
15 Әнди немә дәймән? У маңа вәдә бәрди
Һәм уни орунлиди. Һаятимниң барлиқ
Жиллирида мулайим болуп жүримән.
Азаплиримни есимдә сақлаймән.
16 Йәһва Илаһим, Саңа түпәйли кишиләр яшайду,
Мәнму Саңа түпәйли аман қалдим!
Сән мени давалап, тирилдүрдиң.
17 Мана, қайғуни Сән ниҗатқа айландурдиң,
Гәрчә көңлүмни пәқәт дәрт-һәсрәт
Чирмавалған чағда. Бирақ меһир-муһәббитиңни
Изһар қилип, җенимни қучақлап, һалакәт
Орисидин жулувалдиң. Чүнки Сән һәммә
Гуналиримни елип, кәйниңгә ташлидиң.
18 Шундақ! Гөр Сени мәдһийилимәйду,
Өлүм Сени махтимайду. Йәрликкә чүшкәнләр
Сениң һәқиқитиңни қәдирлимәйду.
19 Яшиғучилар, пәқәт тирикләр, Саңа,
Мән бүгүн мәдһийилигәндәк, апирин ейтиду.
Атилар пәрзәнтлиригә Сениң садақәтлигиң
Һәққидә баянларни қиливатиду.
20 Йәһва, мени қутқузғина!
Шундақта өмрүмниң барлиқ күнлиридә
Биз Сени чилтарларниң җор болушида,
Нахшилиримизда Йәһваниң маканида
Тохтимай мәдһийиләймиз”».
21 Йәшая: «Қурутулған ниқталған әнҗирдин әкелип, яриға қоюңлар. Һәм у сақийиду»,— деди. 22 Униң алдида Хизқия падиша: «Мән Йәһваниң ибадәтханисиға беришимниң қандақ бәлгүси болиду?»— дәп сориған еди.