52-нахша
Қәлбиңни чиң қоғда
1. Қәлбни қоғда, һәқ йолда маң,
Тапарсән һаятлиқ.
Худа тәкшүрүп нийәтни,
Биләр қәлбни ениқ.
Қәлбимиз шунчә қув-мәккар,
Башлар хата йолға.
Әқил ишләт, башла қәлбни
Йәһваниң йолиға.
2. Чин дилиңдин дуа қилип,
Издә һәқ Худани.
Ейт тәшәккүр вә мәдһийә
Һәм көңүл сөзүңни.
Худа бәргән буйруқларға
Итаәт қилиш шәрт.
Хурсән қил Уни һәр күни,
Көрсәт чин садақәт!
3. Қәлбни зиянлиқтин сақла,
Һәқ ишларни ойла.
Рәб Сөзини қәлбиңгә яз,
Берәр у күч қайта.
Йәһва садиқларни сөйәр,
Ишәнч қил буниңға.
Чин дилиңдин ибадәт қил
Мәңгү һәқ Худаға.
(Шундақла Зәб. 34:1; Флп. 4:8; Пет. 1-х. 3:4ни қараң.)