11-САВАҚ
Немишкә биз конгрессларни өткүзимиз?
Мексика
Германия
Ботсвана
Никарагуа
Италия
Немишкә бу адәмләрниң чирайлири хошаллиқтин җилвилинип туриду? Сәвәви улар конгрессқа қатнишиватиду. Өтмүштә яшап өткән Худаниң хизмәтчилири жилиға үч қетим җәм болуши керәк еди. Бүгүнки күндә бизму жилиға үч қетим өткүзүлидиған муһим учришишлиримизни тақәтсизлик билән күтимиз (Қанун шәрһи 16:16). Бу учришишларға икки қетим болидиған бир күнлүк наһийилик конгресс вә үч күнлүк регионлуқ конгресс кириду. Биз бу учришишлардин қандақ пайда-мәнпәәт алимиз?
Конгресслар қериндашлиғимизни мустәһкәмләйду. Қедимдики исраиллиқлар «җамаәтләр арисида туруп», Йәһва Худани хошал-хорам мәдһийилигән. Бизму бүгүнки күндә Худаға бирликтә ибадәт қилиш үчүн, алаһидә муюмларда җәм болимиз (Зәбур 26:12; 111:1). Мошундақ учришишларда бизниң башқа җамаәтләрдики вә һәтта башқа мәмликәтләрдики гувачилар билән тонушуп, арилишишқа мүмкинчилигимиз пәйда болиду. Чүшлүк үзүлүш вақтида биз конгресс өтүватқан җайда һәмдәстихан болимиз. Шуниң үчүн роһий мәйрәмлиримиздә достанә мунасивәт һөкүм сүриду (Әлчиләр 2:42). Конгрессларда биз хәлиқара қериндашлиғимизни бирләштүридиған меһир-муһәббәтни өз көзүмиз билән көрәләймиз (Петрусниң 1-хети 2:17)
Конгресслар роһий өсүшимизгә ярдәм бериду. Учришишларда исраиллиқларға Язмилардин тәлим бериләтти. Улар болса, өзлиригә ейтилған сөзләрниң мәнасини чүшинип, буниң көп пайдисини көргән еди (Нәһәмия 8:8, 12). Бизму конгрессларда берилидиған мәслиһәтләрни қәдирләймиз. У йәрдә ейтилидиғанларниң һәммиси Муқәддәс китапқа асасланған. Қизиқарлиқ нутуқлар вә сәһниләштүрүлгән вақиәләр бизни Муқәддәс китаптики принципларни күндилик һаятта қоллинишқа үгитиду. Қериндашларниң мошу еғир заманда Худаниң тәләплиригә мас яшашқа тиришқанлири үчүн қийинчилиқларға дуч кәлгәнлиги вә улар үстидин ғалибийәт қазанғанлиғи бизни илһамландуриду. Регионлуқ конгресслардики драмилар Муқәддәс китапта тәсвирләнгән вақиәләрни җанландуруп, улардин пайдилиқ савақларни елишқа ярдәм бериду. Конгресслиримизда өзлирини Худаға беғишлиғанлиғини көрситишни халайдиғанлар чөмдүрүлүш мәрасимидин өтиду.
Немишкә конгресслар бизгә зор шат-хорамлиқ елип келиду?
Конгрессқа беришниң сиз үчүн қандақ пайдиси бар?