21-ДӘРИС
Хуш хәвәрни кимләр йәткүзүватиду?
Йәһва Худа Өз Падишалиғи арқилиқ пат-арида дуниядики барлиқ қийинчилиқларни йоқ қилиду. Бу кишини хуш қилидиған хәвәр. Әйса Мәсиһ өз әгәшкүчилириниң бу хәвәрни барлиқ адәмләргә йәткүзишини халайду (Мәтта 28:19, 20). Йәһва гувачилири Әйса Мәсиһниң буйруғиға қандақ бойсунуватиду?
1. Мәтта 24:14тә йезилған сөзләр бүгүнки күндә қандақ әмәлгә ешиватиду?
Һәзрити Әйса мундақ бәшарәт қилған: «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә барлиқ хәлиқләргә гувалиқ үчүн вәзә қилиниду» (Мәтта 24:14). Йәһва гувачилири бу муһим хизмәтни хошаллиқ билән қиливатиду. Хуш хәвәр пүтүн дунияда 1000дин артуқ тилда йәткүзүлүватиду. Бу елип бериливатқан кәң көләмлик хизмәтни тәшкилләш көп күчни тәләп қилиду. Йәһва Худаниң ярдимисиз биз бу ишни қилалмаймиз.
2. Адәмләргә хуш хәвәр йәткүзүш үчүн қандақ тиришчанлиқ көрситиватимиз?
Биз қәйәрдә адәм болса, шу йәрдә вәз қилимиз. Биринчи әсирдики Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилиригә охшаш бизму өйму өй хуш хәвәр ейтимиз (Әлчиләр 5:42). Мошу усул арқилиқ һәр жили миллионлиған адәмләргә хуш хәвәрни йәткүзимиз. Адәмләр дайим өйдә болмиғачқа, биз йәнә аммивий орунлардиму вәз қилимиз. Адәмләргә Яратқучи Йәһва вә Униң ирадисини билдүрүш үчүн һәрбир пурсәтни қолдин бәрмәймиз.
3. Кимләрниң хуш хәвәрни вәз қилиш мәҗбурийити бар?
Һәзрити Әйсаниң барлиқ һәқиқий әгәшкүчилириниң башқиларға хуш хәвәрни йәткүзүш мәҗбурийити бар. Биз бу вәзипини бәк муһим дәп қараймиз. Вәз хизмити башқиларниң һаятини қутқузалайду. Шуңа һәрбиримиз, өз шараитимизға қарап, имканийитимизниң баричә көпирәк вәз қилишқа тиришимиз (Тимотийға 1-хәт 4:16ни оқуң). Биз бу хизмәт үчүн һәқ алмаймиз. Чүнки Муқәддәс китапта һәқсиз алдиңлар, һәқсиз бериңлар дейилгән (Мәтта 10:7, 8). Һәммила киши хуш хәвәргә қулақ салмайду. Бирақ биз вәз қилишни давамлаштуруш арқилиқ Йәһваниң буйруғиға бойсунуп, Униң көңлини хурсән қилимиз.
ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ
Йәһва гувачилириниң дунияниң һәрқайси җайлирида тиришип вәз қиливатқанлиғи вә Йәһва Худаниң бизгә қандақ ярдәм бериватқанлиғини көрүң.
Дуния йүзидики вәз иши: (А) Коста-Рика, (Ә) Қошма Штатлар, (Б) Бенин, (В) Тайланд, (Г) Яп, (Ғ) Швеция
4. Барлиқ адәмләргә хуш хәвәрни аңлитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватимиз
Дунияниң җай-җайлирида хуш хәвәрни аңлитиш үчүн Йәһва гувачилири имканийитиниң баричә тиришчанлиқ көрситиватиду. ВИДЕОНИ көрүң, кейин төвәндики соал үстидә ойлинип көрүң.
Йәһва гувачилириниң хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн көрсәткән тиришчанлиғи сиздә қандақ тәсират қалдурди?
Мәтта 22:39 вә Римлиқларға 10:13—15ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:
Вәз хизмитимиз башқиларға болған меһир-муһәббитимизни қандақ көрситиду?
Тиришип хуш хәвәрни йәткүзүватқанларға Йәһва Худа қандақ қарайду? (15-айәтни көрүң.)
5. Биз Худаниң хизмәтдашлири
Йәһва Худаниң Өзи вәз хизмитимизгә йетәкчилик қиливатиду. Буниңға нурғун мисаллар бар. Мәсилән, Йеңи Зеландиядики Пол исимлиқ бурадәр бир күни чүштин кейин өйму өй вәз қилғанда, бир аял билән сөһбәтләшкән. Әслидә у аял әтигәндә Худаниң, Йәһва дегән исмини ишлитип дуа қилған вә Униңдин ярдәм беришкә бирини әвәтишни сориған. Пол шундақ дәйду: «Үч сааттин кейин мән униң ишиги алдиға кәлгән едим».
Коринтлиқларға 1-хәт 3:9ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Мошуниңға охшаш мисаллар вәз хизмитигә Йәһва Худаниң йетәкчилик қиливатқанлиғини қандақ көрситиду?
Әлчиләр 1:8ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Немә үчүн хуш хәвәрни йәткүзүш үчүн Йәһва Худаниң ярдимигә муһтаҗ болимиз?
Сиз биләмсиз?
Һәр һәптә оттурисидики җамаәт жиғилишлирида биз башқиларға қандақ вәз қилиш һәққидә тәлим-тәрбийә алимиз. Сиз шундақ җамаәт учришишлириға қатнашқан болсиңиз, әшу тәлим-тәрбийә тоғрилиқ немә ойлайсиз?
6. Биз Худаға бойсунуп, давамлиқ вәз қилимиз
Биринчи әсирдә бәзи адәмләр Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилириниң хуш хәвәрни йәткүзишини тохтитишқа урунған. Шу чағда һәзрити Әйсаниң әгәшкүчилири хуш хәвәрни йәткүзүш һоқуқини қанун арқилиқ қоғдиған еди (Филипиликләргә 1:7). Бүгүнки күндә Йәһва гувачилириму шундақ қиливатидуa.
Әлчиләр 5:27—42ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:
Немә үчүн биз хуш хәвәрни йәткүзүшни тохтатмаймиз? (29, 38 вә 39-айәтләрни көрүң.)
БӘЛКИМ, БӘЗИЛӘР МУНДАҚ СОРАЙДУ: «Немә үчүн Йәһва гувачилири өйму өй вәз қилиду?»
Сиз қандақ җавап берәттиңиз?
ХУЛАСӘ
Әйса Мәсиһ әгәшкүчилиригә барчә милләт кишилиригә хуш хәвәрни йәткүзүшни буйриған. Тәңри Йәһва Өз хәлқиниң бу хизмәтни қилишиға ярдәм бериватиду.
Тәкрарлаш
Дунияниң һәрқайси җайлирида хуш хәвәр қандақ йәткүзүлүватиду?
Вәз хизмитимиздә башқиларға болған меһир-муһәббитимиз қандақ көрүниду?
Сизниңчә, вәз хизмити бизни хошаллиққа ериштүрәләмду? Немә үчүн?
ИЗДИНИП КӨРҮҢ
Йәһва гувачилириниң чоң шәһәрләрдә хуш хәвәрни қандақ йәткүзүватқанлиғини көрүң.
Йәһва гувачилири мусапирларға қандақ ярдәм бериду?
Бир қериндаш һаятини хуш хәвәр йәткүзүш хизмитигә атап, зор хошаллиққа еришкән. Униң немә дәйдиғанлиғини аңлап беқиң.
a Худа бизгә башқиларға хуш хәвәрни вәз қилиш һоқуқини бәргән. Шуңа биз тапшурулған вәзипини орунлаш үчүн инсанлар қурған һөкүмәтниң рухситини елишимизниң һаҗити йоқ.