МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Тикәндәк санчилидиған қийинчилиққа қаримай ғәлибә қазиналайсиз
Ахирқи күнләрдә Худаниң хизмәтчилири еғир қийинчилиқлардин азап чәкмәктә (Т2х 3:1). Бу қийинчилиқларда Йәһва Худаға қандақ тайиналаймиз вә тәқабил туралаймиз? Талита Алнаши ата-аниси билән немә қилғанлиғини билиш үчүн, «Қарғуниң көзи ечилиду» дегән видеони көрситип, төвәндики соалларға җавап бериң:
Талитаниң тенигә санчилған тикән немә болған?
Талита билән униң ата-анисиға иҗабий көзқарашни сақлаш үчүн Муқәддәс китаптики қандақ вәдиләр ярдәм бәргән?
Операциядин кейин Талитаниң ата-аниси Йәһва Худаға таянғанлиғини қандақ көрсәтти?
Талитаниң ата-аниси униң қәлбидә Худаға болған меһир-муһәббәтни өстүрүш үчүн, Йәһваниң тәшкилати бериватқан қуралларни қандақ қоллиниватиду?
Талита тенигә санчилған тикәнгә қаримастин, роһий җәһәттин өсүватқанлиғини қандақ көрсәткән?
Талитаниң үлгиси сизгә қандақ илһам бериду?