МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилишниң пайдисини көрүватамсиз?
Роһий ишлириңизға «Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш» китапчидин айәт билән изаһни оқуш кирәмду? Әгәр бу техи адәткә айланмиса, немә қилалайсиз? Бәзибирлири күндилик айәтни әтигәндә оқушниң пайдисини көриду. Улар һәтта өз ишлирини билән бәнт болсиму, бу айәттики ойлар һәққидә күн бойи мулаһизә қилиду (Йшу 1:8; Зб 119:97). Күндилик айәтниң пайдиси немидә? Немә һәққидә сөз болуватқанлиғини чүшиниш үчүн кәлтүрүлгән айәтниң алди кәйнидики айәтләрни оқуп чиқиң. Кәлтүрүлгән Муқәддәс китаптики вәзийәт һәққидә оқуғанда, асасий ойларни вә принципларни тепишқа тиришиң. Кейин бу принципларни һаятиңизда қоллинишқа тиришиң. Муқәддәс китап қарарлириңизға тәсир қилғанда, бу қәдәмлириңизгә йол-йоруқ көрситиду вә көп пайда әкелиду (Зб 119:105).
Йәр йүзидики Бәйтәл аилиси әтигәнлиги «Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш» дегән китапчини муһакимә қилиду. Ахирқи жиллири көплигән әтигәнлик ибадәтләр JW интернет телевизиясиниң РОҺИЙ ПРОГРАММИЛАР ВӘ ЧАРӘ-ТӘДБИРЛӘР дегән топлимида көрситилиду. Сиз ахирқи қетим мошу видеоларниң бирини қачан көрдиңиз? Бәлким, уларниң бәзилири дәл мән үчүн тәйярланған дәп һис қилидиғансиз. Мәсилән, Лут билән болған вақиә сизниң қарарлириңизға қандақ тәсир қилди?
«БУ ДУНИЯДИКИ НӘРСИЛӘРНИ СӨЙМӘҢЛАР» (Й1Х 2:15) НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
Муқәддәс китаптики қайси принцип Әтигәнлик ибадәтни өткүзүшниң асаси болған?
Дунияни вә униң һәвәслирини сөйүшниң хәтәрлик екәнлигини Лут билән болған вақиәдин қандақ көриниду? (Яр 13:12; 14:12; 19:3, 12, 13, 24—26)
Биз бу дунияни вә униң һәвәслирини әмәс, Йәһвани яхши көридиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?
Худаниң Сөзини қәдирләйдиғанлиғимни қандақ көрситәләймән?