20—26 ЯНВАРЬ
ЗӘБУР 138—139
20-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Җиддийлишиш сизгә тосалғу болмисун
(10 мин.)
Биз Йәһва Худани пүтүн қәлбимиз билән мәдһийиләшни халаймиз (Зб 138:1)
Җамаәттә җавап бәргәндә җиддийләшсиңиз, Йәһва Худаға тайиниң (Зб 138:3)
Җиддийлишиш — яхши нәрсиниң нишани(Зб 138:6; w19.01 10-б., 10-абз.)
НӘСИҺӘТ: Қисқа җавап бәрсәк, аз әнсирәймиз. (w23.04 21-б., 7-абз.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
Зб 139:21, 22: Худаниң хизмәтчилири һәммисини кәчүрүши шәртму? (it «Кәчүрүш»)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Зб 139:1—18 (th 2-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 2-дәрис, 3-абзац).
5. Шагиртларни тәйярлаш
(4 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Муқәддәс китапни үгиниш дәрисини тәвсийә қилип, қандақ өтидиғанлиғини көрситиң (lmd 10-дәрис, 3-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) w24.04 14—17 б., 1, 4—10 абз. Мавзуси: Уялчақлиғимни қандақ йеңәләймән? (th 16-дәрис)
9-нахша
7. Уялчақ болсиңизму, хизмәттә хошаллиқ тапалайсиз
(15 мин.) Муһакимә.
Сиз уялчақ адәмму? Көпинчә адәмләрниң көзигә көрүнмәй жүргиңиз келәмду? Башқилар билән параңлишиш тоғрилиқ ойлиғанда, жүригиңиз ағзиңизға тиқиламду? Уялчақ болсақ, бәзи вақитларда халиған нәрсини қилалмаслиғимиз мүмкин. Шундақ болсиму, көплигән уялчақ етиқатдашлиримиз қорқунучини йеңип, хизмәттә раһәт тапқан. Уларниң мисаллиридин немини үгинимиз?
«Уялчақ болсамму, бар күчүмни селип хизмәт қиливатимән» намлиқ ВИДЕОНИ көрүң. Андин мону соалларға җавап бериң:
Ли қериндишимиз момисиниң «бар күчүңни селип Йәһваға хизмәт қилиң» дегән нәсиһитини қобул қилип, униң қандақ пайдисини көрди?
Муқәддәс китапта Муса, Йәрәмия вә Тимотийниң уялчақ болғанлиғи йезилған (Чқ 3:11; 4:10; Йр 1:6—8; Т1х 4:12). Шундақ болсиму, улар Йәһваниң ярдими билән хизмәттә чоң ишларни қилған (Чқ 4:12; Йр 20:11; Т2х 1:6—8).
Йәшая 43:1, 2ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:
Йәһва Худа Өзиниң хизмәтчилиригә қандақ вәдә бәргән?
Бүгүнки күндә Йәһва Худа уялчақ хизмәтчилиригә қандақ ярдәм бериватиду?
«Чөмдүрүш мәрасими бәхиткә ериштүриду. Үзүндә» намлиқ ВИДЕОНИ көрүң. Андин мону соалларға җавап бериң:
Джексон қериндишимиз Йәһваниң ярдимини қандақ һис қилди?
Вәз қилиш уялчақ адәмләргә қандақ ярдәм бериду?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 21-бап, 8—13 абз., 169-бәттики рамка; btq 21-бап, 8—13 абз., 169-бәттики рамка