3—9 МАРТ
ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 3
49-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Йәһва Худаға тайинидиғанлиғиңизни көрситиң
(10 мин.)
Өзүңизгә әмәс, Йәһва Худаға тайиниң (П.н 3:5; w18.11 16-б., 5, 6-абз.)
Йәһваниң көрсәтмилиригә әмәл қилип, Униңға тайинидиғанлиғиңизни көрситиң (П.н 3:6; w19.11 15-б., 4-абз.)
Өз қабилийитиңизгә һәддидин зиядә ишинип кәтмәң (П.н 3:7; w23.09 4-б., 10-абз.)
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Һаятиңизниң һәрбир саһасида Йәһва Худаниң рәһбәрлигини издәмсиз?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
П.н 3:3: Бир-биримизгә садиқ муһәббәт көрситишниң қандақ муһим сәвәплири бар? (w21.11 8-б., 1, 2-абз.)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) П.н 3:1—18 (th 12-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Сөһбәтни үзидиған сөзләргә җавап бериң (lmd 1-дәрис, 5-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмгә jw.org торбети тоғрилиқ ейтип, алақә қилиш карточкисини бериң (lmd 3-дәрис, 3-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) w21.05 18-б., 15, 16-абз. Мавзуси: Вәз хизмитидә кишиләр қизиқиш көрсәтмисә Худаға тайиниң (th 20-дәрис).
18-нахша
7. Йәһваниң тәшкилатиға ишинидиғанлиғиңизни көрситиң
(15 мин.) Муһакимә.
Адәттә, Муқәддәс китапта йезилған Худаниң көрсәтмилиригә ишәнч қилип, бойсунуш қийин әмәс. Амма Худаниң тәшкилатида рәһбәрликни өз үстигә алған намукәммәл бурадәрләрниң көрсәтмилиригә, болупму бу көрсәтмиләрниң сәвәвини чүшәнмисәк яки келишмисәк, ишәнч қилиш қийин болуши мүмкин.
Малаки 2:7ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:
Немишкә Йәһва Худаниң намукәммәл әр кишиләрни қоллинип рәһбәрлик қилидиғанлиғиға һәйран қалмаймиз?
Мәтта 24:45ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:
Немишкә Йәһваниң тәшкилати бериватқан көрсәтмиләргә ишинишкә болиду?
Ибранийларға 13:17ни оқуң. Андин мону соалларни қоюң:
Немишкә рәһбәрликни өз үстигә алған бурадәрләрниң чиқарған қарарлириға әмәл қилишимиз керәк?
«Рәһбәрлик кеңәшниң мураҗиити (№ 9, 2021). Үзүндә» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
Пандемия вақтида алған көрсәтмиләр Йәһваниң тәшкилатиға болған ишәнчиңизни қандақ мустәһкәмлиди?