30-ИЮНЬ—6-ИЮЛЬ
ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 20
36-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Муһәббәтлишиш вақтида дана қарар чиқиришқа немә ярдәм бериду?
(10 мин.)
Муһәббәтлишишкә мунасивәтлик Йәһваниң көзқаришини әстә тутуң (П.н 20:24, 25; w24.05 26, 27-б., 3, 4-абз.)
Муһәббәтлишишниң алдида шу кишини чәттин байқап көрүң (П.н 20:18; w24.05 22-б., 8-абз.)
Учришип жүргәндә бир-бириңларни яхширақ билишкә тиришиңлар (П.н 20:5; w24.05 28-б., 7, 8-абз.)
ӘСТӘ ТУТУҢ: Муһәббәтлишип жүргән кишиләр чоқум өйлиниши керәк дегәнни билдүрмәйду. Бу вақит уларға тоғра қарар чиқиришқа ярдәм бериду.
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
П.н 20:5: Ата-аниларға балилириниң ой-пикирлирини билишигә немә ярдәм берәләйду? (w23.03 24-б., 15-абз.)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) П.н 20:1—15 (th 5-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Киши сизгә йеқинда башқа дөләттин көчүп кәлгәнлигини ейтти (lmd 3-дәрис, 3-абзац).
5. Қизиқишни ашуруш
(4 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмгә «JW Library»® программиси тоғрилиқ ейтип, уни көчүрүвелишиға ярдәм бериң (lmd 9-дәрис, 5-абзац).
6. Көзқаришиңизни чүшәндүрүш
(4 мин.) Көрүнүш. lff 26-дәрис, 1—5 абз. Мавзуси: Немә үчүн бу дунияда яманлиқлар билән азап-оқубәтләр көп? (lmd 3-дәрис, 4-абзац).
40-нахша
7. Адәмләрни Муқәддәс китап үгиниш курсидин өтүшкә дәвәт қилиң
(5 мин.) Муһакимә.
Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиш — вәз хизмитимизниң муһим бир қисми. Чүнки әгәр биз адәмләр билән үгиниш дәрисини өткүзмисәк, улар қандақларчә Әйсаниң шагиртлири болалайду? (Рм 10:13—15) Өйму өй вәз қилғанда, Муқәддәс китап үгинишини бирдин тәвсийә қилсиңиз болиду. Униң үчүн авал адәмгә қизиқ болидиған мавзуни таллавелиң. Кейин униң соалиға Муқәддәс китап қандақ җавап беридиғанлиғини вә униң әмәлий пайдисини көрситиң.
jw.org торбетимиздики «Үгинишни башлаң» уланмиси арқилиқ Муқәддәс китап үгиниш курсини тәвсийә қилип көрүң.
«Үгинишни башлаң» уланмиси арқилиқ Муқәддәс китап үгиниш курсини қандақ тәвсийә қилалайсиз?
Сиз туридиған җайда Муқәддәс китап үгинишини башлашниң қайси усуллири үнүмлүк дәп ойлайсиз?
8. Июнь ейи үчүн «Тәшкилатимиз еришкән утуқлар»
(10 мин.) ВИДЕОНИ көрситиң.
9. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 28-б., 8—15 абз.; btq 28-б., 8—15 абз.