29-СЕНТЯБРЬ—5-ОКТЯБРЬ
ВӘЗ 3, 4
20-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
Һәмрайиңиз вә Йәһва билән биллә вақит өткүзүң
1. Үч ешилгән ағамчини мустәһкәмләң
(10 мин.)
Рәпиқиңиз билән илһам беридиған вә муһим мавзуларда параңлишишқа дайим вақит аҗритиң (Вз 3:1; ijwhf 10-мақалә, 2—8 абз.)
Ишларни биллә қилиңлар (Вз 4:9; w23.05 23, 24-б., 12—14 абз.)
Йәһва билән болған достлуқ риштиңларни күчәйтиңлар (Вз 4:12; w23.05 21-б., 3-абз.)
ОЙЛИНИП КӨРҮҢ: Әгәр һәмрайимдин дәм елиш яки иш баби сәвәвидин узақ вақитқа айрилип қалсам, бу некаға қандақ тәсир қилиду?
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
Вз 3:8: Меһир-муһәббәт қайси вақитта көрситилмәйду? (it «Меһир-муһәббәт»)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Вз 4:1—16 (th 2-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. «Күзитиш мунариниң» (рус) 2025-жил, 1-санини қоллинип сөһбәт башлаң. Адәм башқа мавзуға қизиқидиғанлиғини ейтқанда, тәвсийәңизни маслаштуруң (lmd 2-дәрис, 5-абзац).
5. Қизиқишни ашуруш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Өткән қетим «Күзитиш мунариниң» (рус) 2025-жил, 1-санини алған кишигә Муқәддәс китап үгинишини тәвсийә қилиң (lmd 9-дәрис, 4-абзац).
6. Нутуқ
(5 мин.) lmd 1-қошумчә мәлумат, 12-нуқта. Мавзуси: Худа һәммисини тәң көриду (th 19-дәрис)
36-нахша
7. Некайиңизда қийинчилиқлар пәйда болса, Худаниң көрсәтмилиригә әмәл қилиң
(15 мин.) Муһакимә.
Йәһва Худа әр-аялларниң некада бәхит-саадәткә еришиши үчүн керәк нәрсиниң һәммиси билән тәминлиди. Шундақ болсиму, бәзи вақитларда әр-аял бир-бирини чүшәнмәй, арисида қийинчилиқлар болуши мүмкин (К1х 7:28). Әгәр улар қийинчилиқлирини һәл қилмиса, өзлирини бәхитсиз һис қилип, некасидин үмүтини үзүши еһтимал. Сизгә шундақ вәзийәт тонушму?
«Һәқиқий муһәббәт дегән немә?» намлиқ видеода аилисидә чоң қийинчилиқлири бар бир яш җүпниң һекайиси баян қилинған. Қизи Йәһваниң көзқаришини ерән қилмай қарар чиқармақчи болғанда, дадисиниң униңға бәргән мәслиһити есиңиздиму?
«Һәқиқий муһәббәт дегән немә? Үзүндә» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:
Некада қийинчилиқлар пәйда болғанда, немә үчүн Йәһваниң көрсәтмилиригә әмәл қилишимиз керәк? (Йша 48:17; Мт 19:6)
Әгәр аилиңиздә җиддий қийинчилиқлар болса, дуа қилиш, җамаәтләргә бериш, вәз қилиш, Муқәддәс китапни оқуш вә тәтқиқ қилиш арқилиқ Йәһва билән болған мунасивитиңизни күчәйтиң. Қийинчилиқлириңизни һәл қилиш үчүн Муқәддәс китаптики принципларни ишлитиң вә мәсилигә Йәһваниң көзи билән қараш үчүн әдәбиятлиримизни тәтқиқ қилиң. Шу чағда Йәһваниң ярдимигә тайинидиғанлиғиңизни көрситисиз (П.н 10:22; Йша 41:10).
«Ялған тинч-хатирҗәмликкә алдинип қалмаң. Даррелл вә Дебора Фрайзингер» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:
Даррелл вә Дебораниң аилидики чоң қийинчилиқларни һәл қилишидин немини үгәндиңиз?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) lfb-U 22-савақ, 5-бөлүмгә кириш сөз вә 23-савақ