20—26 ОКТЯБРЬ
ВӘЗ 9, 10
51-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Қийинчилиқлириңизға тоғра көзқарашта болуң
(10 мин.)
Қийинчилиқларға дуч кәлсәк, Йәһва биздин нарази екәнлигини билдүрмәйду (Вз 9:11; w23.01 15-б., 4-абз.)
Шәйтанниң дуниясида адаләтсизликкә дуч келидиғанлиғимизни билимиз (Вз 10:7; w19.09 5-б., 10-абз.)
Еғир вақитлардиму һаяттин раһәтлинип, Йәһваниң бизгә бәргән соғилиридин һузурлинайли (Вз 9:7, 10; w11 10/15 8-б., 1, 2-абз.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
Вз 10:12—14: Бу айәттә ғевәт тоғрилиқ қандақ агаһландуруш бар? (it «Ғевәт, төһмәт»)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) Вз 10:1—20 (th 11-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Көңли чүшкән адәм билән сөһбәт башлаң (lmd 3-дәрис, 4-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(4 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Ихтисадий әһвалға ғәм қиливатқан кишигә «Инсанларни сөйүш» китапчиниң 1-қошумчә мәлуматтики «Биз үгитишни яхши көридиған һәқиқәтләрниң» бирини ейтип бериң (lmd 4-дәрис, 4-абзац).
6. Шагиртларни тәйярлаш
153-нахша
7. Ечинишлиқ әһвалға дуч кәлгәндә, Йәһва сизниң таянчиңиз болалайду
(15 мин.) Муһакимә.
Биз һәр күни һәрхил қийинчилиқларға дуч келимиз. Бәзидә, туюқсиз паҗиәлик вақиәләр йүз бәрсә, немә қилишимизни билмәй, бу еғир жүкни көтирәлмәйдиғандәк һис қилишимиз мүмкин. Шундақ вақитларда немә қилсақ болиду вә бизгә ким ярдәм берәләйду?
Биз қандақ синақларға дуч кәлмәйли, Йәһва ишәнчлик таянчимиз болалайду (Йша 33:6). Униңға тайиниш үчүн, бизниң кәмтәр вә әқил-парасәтлик болушимиз муһим (П.н 11:2). Мәсилән, қайғулуқ вақиәгә дуч кәлгәндә сәвир-тақәтлик болсақ, дана қарарларни чиқиралаймиз. Шундақла, өзүмизгә вә йеқинлиримизға ғәмхорлуқ қилишимиз муһим. Йәнә, ич-бағриңизни төкүп, жиғлаштин уялмаң (Вз 4:6).
Йәһва Худа бизгә ярдәм бериш үчүн өз хизмәтчилирини қоллиниду. Шуңа, улардин ярдәм сорап, ярдимини қобул қилиң. Бурадәр-қериндашларниң сизни қаттиқ яхши көридиғанлиғини унтумаң. Улар сизгә ярдәм бәрсә, өзлирини бәхитлик һис қилиду.
Коринтлиқларға 2-хәт 4:7—9ни оқуң. Андин мону соални қоюң:
Бизгә қийин болсиму, роһий җәдвилимизгә риайә қилиш немишкә муһим?
«ЙәҺва көңли сунуқларға йеқиндур» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
Йәһва Худа Гари билән Бет исимлиқ етиқатдашлиримизға қандақ ярдәм бәрди?
Бурадәр-қериндашлар уларға қандақ ярдәм бәрди?
Уларниң мисалидин йәнә немиләрни үгәндиңиз?
8. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) lfb-U 28-савақ, 6-бөлүмгә кириш сөз, 29-савақ