ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ УСУЛЛИРИ
Сүрәт селиш үгәнгәнлириңизни әстә тутушқа ярдәм бериду
Нурғунлириға үгәнгәнлирини әстә сақлаш қийин. Бәлким, сиздиму шундақту. Лекин Әйса Мәсиһ үгәткәнләрни әстә сақлаш оңай екәнлигини байқидиңизму? Әйса мисалларни кәлтүрүп тәлим бәргән вә уларни көз алдиға кәлтүрүш асан. Әгәр сизму үгәнгәнлириңизни көз алдиңизға кәлтүрсиңиз, улар есиңиздә қалиду. Буниң үчүн сүрәт селип беқиң.
Сүрәт селиш йеңи нәрсиләрни яхширақ әстә сақлашқа ярдәм бериду. Бу усулниң ярдимидә пәқәт сөзләрнила әмәс, муһим ойларниму чүшинәләйсиз. Сүритиңиз аддий болсиму болиду. Сүрәт селиш һәтта яшанған адәмләргиму үгәнгәнлирини әстә сақлашқа ярдәмлишиду.
Кейинки қетим издиниш қилғанда, биливалғанлириңизни әстә сақлаш үчүн, сүрәт селип беқиң. Сиз қанчә нәрсиләрниң есиңиздә қалидиғанлиғиға һәйран қелишиңиз мүмкин!