Мундәриҗә
28-АВГУСТ, 2017 — 3-СЕНТЯБРЬ, 2017
Бу мақалидә қандақ қилип биз мал-мүлкүмизни қоллинип, асмандин дост тапалайдиғанлиғимиз чүшәндүрүлиду (Луқа 16:9). Шундақла бу дунияниң сода-сетиқ түзүмигә қул болуп кәтмәсликниң вә Йәһваға қолумизда бар әң яхшисини беришниң усуллири қараштурилиду.
4—10 СЕНТЯБРЬ, 2017
9 «Жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар»
Йеқинидин айрилған мәсиһий қандақларчә қәлб ярисини йеникләштүрүп, тәсәлли тапалайду? Йәһва Худа бизгә Әйса Мәсиһ, Муқәддәс китап вә җамаәт арқилиқ тәсәлли бериду. Бу мақалидә өзүмиз қандақ тәсәлли алалайдиғанлиғимиз вә қайғурғанларға қандақ тәсәлли берәләйдиғанлиғимиз муһакимә қилиниду.
11—17 СЕНТЯБРЬ, 2017
15 Немишкә «Яһни мәдһийилишимиз» керәк?
Зәбурниң 147-бабида Худа хәлқи қайта-қайта Йәһвани мәдһийиләшкә дәвәт қилиниду. Йәһваниң қайси хисләтлири зәбур язғучисини зор ихлас билән «Яһни мәдһийләңлар!» дейишигә дәвәт қилған? Мошу мақалидин бу соалниң җававини алимиз. Шуниң билән немишкә бизниңму Йәһвани мәдһийиләшкә интилишимиз керәклигини көрүп чиқимиз.
18—24 СЕНТЯБРЬ, 2017
21 Йәһва Худа планлириңизни бәрикәтлисун
Көплигән яшлар қизғинлиқ билән толуқ вақитлиқ хизмәтни башлимақта. Сизму буни халамсиз? Бу мақалидә яшларға келәчигини бәхитлик вә утуқлуқ болғидәк планлашқа ярдәм беридиған Муқәддәс китап мәслиһәтлири кәлтүрүлгән.