Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • my 37-һекайә
  • Ибадәт чедири

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Ибадәт чедири
  • Муқәддәс Китап һекайилири
  • Охшаш мәлумат
  • Йәһва бизни меһман болушқа тәклип қилиду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Муқәддәс Китап һекайилири
my 37-һекайә
The tabernacle or tent of meeting used by Israel

37-һЕКАЙӘ

Ибадәт чедири

БУ РӘСИМДИКИ қурулушниң немә екәнлигини биләмсиз? Бу Йәһваға ибадәт қилидиған алаһидә бир җай, йәни ибадәт чедири дәпму аталған. Исраил хәлқи Мисирдин чиқип бир жилдин кейин, бу қурулушни пүтәргән. Чедир ясаш кимниң ой-пикири, биләмсиз?

У Йәһваниң ой-пикири еди. Муса Синай теғиға чиққанда, Йәһва униңға чедирни қандақ ясаш тоғрисида сөзләп, чедирни шундақ ясаңларки, уни чугуш вә қайта қураштуруш асан болсун деди. Бундақ болғанда, парчә-парчә қилинип башқа җайға йөткәп, у җайда қайта қураштурғили болатти. Исраиллар шундақ қилип, чөл-баяванда бир җайдин йәнә бир җайға көчкәндә, у чедирни өзлири билән биргә елип жүрди.

Чедирниң аяқ тәрипидики кичик бөлүмчиниң ичигә қарисиңиз, сандуқни көрәләйсиз. Бу әһдә сандуғи дәп аталған. Сандуқниң икки бешиға алтундин ясалған икки периштә, йәни керуб орнитилған еди. Муса илгирики таш тахтиларни чеқивәткәч, Худа он пәриз, йәни қанунни икки таш тахтиға қайта язди. Бу тахтилар әһдә сандуғи ичигә селинип сақланди. Бир комзәк маннаму у сандуққа селинди. Ядиңизда барму, манна у қандақ нәрсә?

Пәрвәрдигар Йәһва Мусаниң акиси Һарунни баш роһаний болушқа таллиған еди. У кишиләрни Йәһваға ибадәт қилишқа йетәкләтти. Униң оғуллириму роһанийлар болди.

Әнди, чедирниң чоңирақ бөлүмчисигә қараң. Бу чоң бөлүмчә, кичик бөлүмчиниң икки һәссисигә тоғра келиду. Әву ис-түтәк чиқиватқан сандуқни көрдиңизму? У, роһанийлар исриқ дәп аталған хуш-пурақ нәрсини көйдүридиған исриқдан. У йәрдә йәнә йәттә чирақ орнитилған бир чирақдан бар. Бу бөлүмчидики үчинчи бир нәрсә үстәл болуп, үстидә 12 нан сақлинатти.

The basin of water and the altar

Ибадәт чедири һойлисида, чоң бир қача йәни дас болуп, сулиқ толтурулуп қоюлатти. Роһанийлар уни пут-қоллирини жуйғанда ишлитәтти. Йәнә чоң бир қурванлиқ суписиму бар болуп, Йәһваға аталған җан-җаниварлар өлтүрүлуп бу йәрдә көйдүрүләтти. Ибадәт чедири лагерьниң дәл оттурисиға тикләнгән болуп, исраиллар әтрапини чөрәдәп чедирлирини тикәтти.

Чиқиш 25:8—40; 26:1—37; 27:1—8; 28:1; 30:1—10, 17—21; 34:1, 2; Ибранийлар 9:1—5.

Үгиниш үчүн соаллар

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш