67-һЕКАЙӘ
Йәһошафатниң Йәһваға ишәнч қилиши
БУ АДӘМЛӘР ким вә улар немә қиливатиду, биләмсиз? Улар җәңгә маңди вә алдида маңған адәмләр нахша ейтип кетип бариду. Бәлким сиз: “Нахша ейтқучилар немә үчүн қолиға қилич яки нәйзиләрни алмай җәңгә чиқиду?”, дәп соришиңиз мүмкин. Ундақта, биз бирликтә қарап бақайли.
Йәһошафат Исраилниң икки қәбилә падишалиғиниң падишаси еди. Йәһошафат, Исраилниң шималий 10 қәбилә падишалиғиниң падишаси Аһаб вә ханими Изабел билән охшаш бир дәвирдә яшиған еди. Амма, Йәһошафат яхши падиша болуп, униң атиси Асаму ақ көңүл падиша болған еди. Шуңа, җәнубий икки қәбилә падишалиғидики хәлиқләр хошал-хорам турмуш кәчүрди.
Бирақ, әнди бир иш йүз берип, хәлиқ қорқушқа башлиди. Хәвәр йәткүзгүчиләр Йәһошафатқа: “Моаб, Аммон вә Сәир тағлириниң хәлқи бир болуп, чоң қошун билән саңа һуҗум қилғили келиватиду”, дәп хәвәр бәрди. Йәһвадин ярдәм сораш үчүн, нурғун Исраил хәлқи Йерусалимға җәм болди. Улар ибадәтханиға барди. У йәрдә Йәһошафат: “Әй Йәһва, Худайимиз, биз немә қилишни билмәймиз. Дүшмәнниң чоң қошуниға күчимиз йәтмәйду. Сениң ярдимиңгә муһтаҗмиз”, дәп дуга қилди.
Йәһва дугаға қулақ салди. У бир хизмәтчисини әвәтип, хәлиққә: “Җәң силәрниң әмәс, амма Худаниңкидур. Силәр җәң қилмайсиләр. Пәқәт қарап турсаңлар болди. Йәһва силәрни қандақ қутқузиду, көрүңлар!”, деди.
Шуниң билән, әтиси сәһәрдә Йәһошафат хәлиққә: “Йәһваға ишиниңлар”, деди. Һәм, у нахша ейтқучиларни әскәрләрниң алдиға қойди. Уларниң һәммиси жуқури аваз билән Йәһвани мәдһийиләп алға илгириләп маңди. Улар җәң мәйданиға йеқинлашқанда, немә иш йүз бәргәнлигини биләмсиз? Йәһва Худа, дүшмән қошунлиридики әскәрләрни өз ара җәңгә селип қойди. Исраиллар йетип кәлгәндә, дүшмәнләрниң һәммиси өлүк туратти!
Йәһошафатниң чин қәлбидин Йәһваға ишәнч қилғанлиғи әқиланәлик әмәсму? Әгәр бизму Йәһваға ишәнч қилсақ, әқиланә иш қилған болимиз!