101-һЕКАЙӘ
Әйса Мәсиһниң өлтүрүлүши
ҚАРАҢ, бәкму қорқунучлуқ иш йүз бериватиду! Әйса Мәсиһ өлтүрүливатиду. Улар униң пут-қоллирини бир түврүк яғачқа миқлап асти. Кишиләр немә үчүн Әйса пәйғәмбәргә мундақ муамилә қилиду?
Чүнки, бәзиләр уни өч көрәтти. Улар кимләр биләмсиз? Уларниң арисидики бири яман периштә Иблис Шәйтан. У Адәм ата билән Һава анини аздуруп, уларниң Йәһва Худаға итаәтсизлик қилишиға сәвәпчи болғучидур. Шуниңдәк, һәзрити Әйсаниң дүшмәнлирини мундақ қорқунучлуқ гуналиқ ишни қилишқа күшкүрткәнму дәл шу Шәйтан.
Һәтта Әйса Мәсиһ бу түврүк яғачқа миқлиништин бурун, униң дүшмәнлири униңға қәбиһ усул билән муамилә қилған еди. Уларниң Гетсиманә бағчисиға келип, һәзрити Әйсани тутуп кәткәнлиги ядиңиздиму? Шу дүшмәнләр кимләр? Шундақ, улар диний йетәкчиләр еди. Ундақта, кейин немә иш болғанлиғини бирликтә көрүп бақайли.
Диний йетәкчиләр һәзрити Әйсани тутуп елип маңғанда, униң әлчилири қачти. Улар уни дүшмәнлири билән ялғуз ташлап кәтти. Чүнки, улар бәкму қорққан еди. Бирақ, әлчи Петрус билән Юһанна анчә жираққа кәтмиди. Улар һәзрити Әйсаға немә болидиғанлиғини көрүш үчүн әгишип маңди.
Роһанийлар авал Әйса пәйғәмбәрни яшанған киши йәни илгири баш роһаний болған Һаннаниң алдиға елип барди. Көпчилик бу йәрдә узун турмиди. Андин кейин, улар Әйсани һазир баш роһанийлиқ қиливатқан Қаяпаниң өйигә елип барди. Нурғун диний йетәкчиләр униң өйигә җәм болушти.
Улар Қаяпаниң өйидә Әйса Мәсиһни сорақ қилди. Һәм улар бир қанчә кишини елип келип, Мәсиһкә төһмәт қилди. Диний йетәкчиләрниң һәммиси: “Әйса өлтүрүлүши керәк”, дейишти. Андин кейин, улар Мәсиһ Әйсаниң үзигә түкүрүп, мушт билән урди.
Мошу ишлар йүз бериватқанда, Петрус ташқириқи һойлида еди. У күни кечиси һава соғ болғач, бәзи кишиләр от яққан еди. Улар отни чөрәдәп иссинип олтарғанда, бир чакар қиз Петрусқа қарап: “Бу кишиму Әйса билән бир”, деди.
Петрус җавап берип: “Яқ, мән әмәс!”, деди.
Кишиләр үч қетим Петрусқа, униң һәзрити Әйса билән бир екәнлигини ейтти. Бирақ, һәр новәт Петрус ундақ әмәс дәп танди. Үчинчи қетим Петрус шу гәпни қилғинида, Әйса Мәсиһ бурулуп униңға қариди. Петрус мошу ялған гәпләрни қилғини үчүн бәкму пушайман қилди вә жүгрәп сиртқа чиқип қаттиқ жиғлиди.
Җүмә күни сәһәрдә, қуяш көтүрүлишигә, Мәсиһ Әйсани роһанийлар алий кеңәшмисигә, йәни өзлири чоң жиғилиш қилидиған җайға елип барди. Улар у йәрдә, уни қандақ қилиш тоғрисида мәслиһәтләшти. Андин, улар уни Йәһудийә өлкисиниң һөкүмрани Пилатусниң алдиға елип барди.
Роһанийлар Пилатусқа: “Бу яман адәм, у чоқум өлтүрүлүши керәк”, деди. Һәзрити Әйсани сорақ қилғандин кейин, Пилатус: “Мән һеч қандақ хаталиқ тапалмидим”, деди. Андин кейин, Пилатус Әйсани Һирод ханниң қешиға әвәтти. Һирод хан Җәлилийә өлкисиниң һөкүмрани болуп, шу вақитта дәл Йерусалимда еди. Һирод ханму Әйсадин һеч қандақ бир хаталиқ тапалмиди, шуңа, у уни Пилатусниң алдиға қайтурди.
Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди. Бирақ, Әйсаниң дүшмәнлири униң орниға башқа бир җинайәтчини қоюп беришни тәләп қилди. У җинайәтчи қарақчи Бараббас еди. Чүш вақти болуп қалған еди. Пилатус Мәсиһ Әйсани сиртқа елип чиқип: “Қараңлар! Бу силәрниң Падишариңлар!”, деди. Лекин, алий роһанийлар: “Уни йоқитиң! Өлтүрүлсун! Өлтүрүлсун!”, дәп вақирашти. Шуңа, Пилатус Бараббасни қоюп бәрди, һәм улар Әйса Мәсиһни өлтүрүш үчүн елип маңди.
Җүмә күни чүштин кейин, Мәсиһ бир түврүк яғачқа миқланди. Мәсиһ Әйсаниң оң-сол тәрәплиридә, башқа икки җинайәтчиму түврүккә миқланди. Бирақ, улар бу рәсимдә йоқ, көрәлмәйсиз. Әйса Мәсиһ өлүштин азирақ илгири, шу икки җинайәтчиниң бири униңға: “Әйса, сән Падиша болғиниңда, мени унтумиғайсән”, деди. Әйса Мәсиһ җавап берип: “Саңа вәдә берәйки, сән Мән билән җәннәттә болисән”, деди.
Бу бир әҗайип вәдә, шундақ әмәсму? Әйса қандақ җәннәт һәққидә сөзләватиду, биләмсиз? Дәслипидә, Йәһва Худа җәннәтни қәйәрдә яратқан? Йәр йүзидә яратқан. Мәсиһ Әйса асманда Падиша болуп һөкүмранлиқ қилған вақитта, бу адәмни йәр йүзидики йеңи җәннәттә һаят кәчүрүшкә тирилдүриду. Шундақ екән, биз хошал болмай туралмаймиз!