1-савақ
Худа биздин немә тәләп қилишини қандақ билишкә болиду
Қандақ мүһим мәлуматлар Муқәддәс китапта бар? (1)
Муқәддәс китапниң муәллипи ким? (2)
Муқәддәс китапни немишкә үгиниш керәк? (3)
1. Муқәддәс китап — Пәрвардигарниң баһалиқ соғиси. У меһриван ата балилириға язған хәткә охшаш. Муқәддәс китапта Худа тоғрисида һәқиқәт ейтилиду: У ким вә Униң өлчәмлири қандақ. Бу китапта қандақ қайғу-һәсрәтләрни баштин кәчүрүш вә қандақ қилип чин бәхит тепиш чүшәндүрүлиду. Шуниңдинла Худайға қандақ йеқишниң амаллирини билишкә болиду (Зәбур 1:1—3; Әйсайә 48:17, 18).
2. Муқәддәс китапни 1513-жили бизниң миладидин авал 1600 жил бойи 40-қа йеқин һәр түрлүк адәмләр язған. Муқәддәс китап 66 китапчидин ибарәт. Униң язғучилирини Худа Өзи роһландурған. Улар өзлириниң әмәс, Худаниң ой-пикирлирини язған еди. Шуңлашқа Муқәддәс китапниң муәллипи адәм әмәс — асманда яшаватқан Худа (Тимотийға 2-хәт 3:16, 17; Петрусниң 2-хети 1:20, 21).
3. Худа Муқәддәс китапниң дурус көчирилишигә вә сақлинип қелишиға ғәмхорлуқ қилған. Бу китап шунчелик нурғун миқдарда бесилип чиққанки, башқа һәр қандақ китапниң миқдаридин ешип чүшиду. Сизниң Муқәддәс китаптин билим еливатқиниңизни аңлиған адәмләрниң һәммиси хошал болмайду, амма өзиңизгә һеч кимни тосалғулуқ ясашқа йол бәрмәң. Қаршилиққа қаримастин Худа тоғрилиқ билим елиш вә Униң ирадисини орунлаш сизниң мәңгү келәчигиңизниң капалити болиду (Мәтта 5:10—12; Йоһан 17:3).