Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • bm 6-бөл., 9-б.
  • Аюп пәйғәмбәр һәққанийлиғини сақлиши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Аюп пәйғәмбәр һәққанийлиғини сақлиши
  • Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Охшаш мәлумат
  • Йәһва Худаға үмүт бағлаң!
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2022
  • Йәһва униң жүригидики дәрдини сақайтқан
    Уларниң етиқадидин үлгә елиңлар
  • Аюп пәйғәмбәр синақлар вақтида нуқсансиз болған
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2016)
Муқәддәс китаптики асасий мавзу
bm 6-бөл., 9-б.
Аюпниң тенини яра бесип кәткән

6-БӨЛҮМ

Аюп пәйғәмбәр һәққанийлиғини сақлиши

Шәйтанниң, Худаниң алдида Аюпниң һәққанийлиғини әйиплиши вә Аюпниң Пәрвәрдигар Йәһваға болған садақәтмәнлигини сақлиши

ӘГӘРкиши әң еғир синаққа дучар болуп, иман-етиқатта тәврәнмәй туруши маддий җәһәттин пайда елип кәлмисә, ундақ киши Худаға болған садақәтмәнликни сақлимайду? Мошундақ әйипләш һәм униңға җавап бериш Аюп пәйғәмбәр билән бағлинишлиқ болған еди.

Исраиллиқлар йәнила Мисирда яшаватқанда, Ибраһим пәйғәмбәрниң туққини Аюп һазирқи Әрәпстан зәминидә яшатти. Шу вақитта, пәриштиләр асманда Худаниң алдиға жиғилишти. Исиянчи Шәйтанму уларниң арисида бар еди. Шу топланған пәриштиләрниң алдида, Тәңри Йәһва өзиниң садақәтмән бәндиси Аюп пәйғәмбәргә болған ишәнчисини ипадилиди. Әмәлияттә, Йәһва һеч кишидә Аюпқа охшаш садақәтмәнлик йоқ дегән еди. Бирақ Шәйтан Аюпниң Худаға ибадәт қилиши, Худа Аюпни бәрикәтләп уни қоғдиғанлиғи үчүндур дәп җар салди. Шәйтан әгәрдә Аюп барчә нәрсилиридин мәһрум қилинса, у чоқум Худаға ләнәт оқуп униңдин таниду дәп давраң салди.

Худаниң алдиға җәм болған пәриштиләр вә уларниң арисида Шәйтанму бар

Шәйтанниң Аюпни мал-дуниясидин вә пәрзәнтлиридин мәһрум қилишиға, һәтта еғир кесәлгә муптила қилишиға Худа рухсәт қилди. Мошу ишларниң һәммисидә Шәйтан қара қолини салғанлиғидин бехәвәр болған Аюп, немә үчүн өзиниң мошундақ синақларға дучар болушиға Худаниң йол қойғанлиғини чүшинәлмигән еди. Шундақ болсиму, Аюп һәргиз Худаға ләнәт оқумиди һәм униңдин танмиди.

Аюпниң үч сахта дости униң қешиға кәлди. Улар Аюп йошурун қилған гунаси үчүн Худа уни җазалиғанлиғини ейтип, уни қайил қилишқа урунуп қилған нурғун хата гәп-сөзләрни Аюп китавидин тепишқа болиду. Улар һәтта Худа һечқачан өз бәндилиридин хурсән болмайду һәм уларға ишәнмәйду дейишкән еди. Аюп уларниң ундақ хата йәкүнләшлирини рәт қилди. Ишәнч билән, у шундақ дәп җакалиған еди: «Өлгүчилик тоғрилиғимни өзәмдин кәткүзмәсмән!»

Бирақ Аюп хаталиқ садир қилди, йәни өзини ақлашқа һәддидин зиядә берилип кәтти. Уларниң барчә талаш-тартишлирини баштин-аяқ аңлап турған Елиху исимлик яш киши, Аюп вә униң сахта достлирини түзитип тәнбиһ бәрди. Һәрқандақ бир инсанни қоғдашқа қариғанда, Худаниң һөкүмранлиқ һоқуқини яқлашниң нәқәдәр муһимлиғини Аюп пәйғәмбәрниң чүшәнмигәнликини Елиху әйиплиди. У Аюпниң сахта достлирини һәм күчлүк тәнқитлиди.

Тәңри Йәһва, шуниң билән Аюпқа сөз қилип, униң ой-пикирлирини түзәтти. Яратқан нурғунлиған әҗайип мәвҗудатлирини Аюп пәйғәмбәргә көрситиш арқилиқ Алланиң улуқлиғи алдида инсанниң шунчә кичик екәнлиги тоғрисида Алла Йәһва, Аюпқа савақ бәрди. Худаниң түзитишини Аюп кәмтәрлик билән қобул қилди. Йәһва «тола мәрһәмәтлик вә меһриванлиқ» көрситип, Аюпниң саламәтлигини әслигә кәлтүрди. Аюпқа илгири мәһрум қилинған мал-дуниясиниң икки һәссә артуғи билән бәрди вә уни он пәрзәнткә егә қилди (Яқуп 5:11). Аюп еғир синақ астида, Худаға болған тоғрилиғини йәни садақәтмәнлигини сақлаш арқилиқ Шәйтанниң, инсан синаққа дучар болса, Худаға болған садақәтмәнлигини сақлимайду дәп җар селип әйиплишиниң ялғанлиғини испатлиған еди.

Аюп китавиға асасланған.

  • Шәйтан, Аюпқа қандақ гуман кәлтүрди?

  • Аюпниң Йәһваға болған садақәтмәнлигини сақлиши немини испатлиди?

АСАСИЙ МӘСИЛӘ

Аюп яшиған шу заманда, йәр йүзидә әйипсиз, Худадин әйминидиған униңдәк һечбир киши йоқ еди. Һәтта у шундақ болсиму, Шәйтан, Аюпниң Пәрвәрдигар Йәһваға ибадәт қилиши пәқәт өзиниң мәнпәити үчүн дәп уни әйиплигән. Шундақ қилиш арқилиқ Шәйтан барчә инсан вә пәриштиләрниң Худаға ибадәт қилиши өзлириниң мәнпәйити үчүн дегәнни йошурун көрсәткән еди. Шу тәриқидә, Шәйтан инсанниң Худаға болған тоғрилиғиға йәни садақәтмәнлигигә шәк кәлтүргән. Бу, Шәйтан Ерәм бағда оттуриға чиқарған — Йәһва һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқлуқму? Вә у адиллиқ билән һоқуқ жүргүзәмду? дегән асасий мәсилиниң бир қисмидур. Аюп китави шуни көрситидуки, Худаниң бәндилири вә пәриштилири униңға болған тоғрилиғини йәни садақәтмәнлигини сақлаш арқилиқ Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини яқлаш үчүн һәссә қошалайду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш