Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • bm 24-бөл., 27—28 б.
  • Әлчи Паулниң җамаәтчиликкә хәт йезиши

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Әлчи Паулниң җамаәтчиликкә хәт йезиши
  • Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Охшаш мәлумат
  • Меһир-муһәббәт, жүрүш-туруш вә етиқат тоғрисидики нәсиһәтләр
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Павлус Рим шәһиридә
    Муқәддәс Китап һекайилири
  • Инсанниң җәннәттин мәһрум қелиши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
  • Яратқучиниң инсанға җәннәтни бериши
    Муқәддәс китаптики асасий мавзу
Муқәддәс китаптики асасий мавзу
bm 24-бөл., 27—28 б.
Әлчи Паул өй қамиғида хетини ейтип язғузиватиду

24-БӨЛҮМ

Әлчи Паулниң җамаәтчиликкә хәт йезиши

Паулниң хәт йезип әгәшкүчилири җамаәтчилигиниң иман-етиқатини күчәйтиши

ЙЕҢИДИН тәшкилләнгән Әйсаниң әгәшкүчилириниң җамаити Худаниң мәхситини әмәлгә ашурушида муһим ролни ойнатти. Бирақ биринчи әсирдики Әйсаниң әгәшкүчилири тезла зиянкәшлик һуҗумиға учриди. Улар җамаәт сиртидики вә ичидики зиянкәшликләргә қаримастин, Худаға болған садақәтмәнлигини сақлалидиму? Инҗилда йезилған 21 парчә хәт, уларға керәклик насиһәт вә илһамландурушниң мәнбәси болған еди.

Римлиқларға йезилған хәттин ибранийларғичә болған 14 парчә хәтни, Худаниң илһами билән әлчи Паул язған. Шу хәтләр, мәлум бир җамаәтчиликкә яки бир шәхскә беғишлинип уларниң исми билән аталған. Паулниң хәтлиридики бәзи мавзуларни қараштурайли.

Әдәп-әхлақ һәм сөз-һәрикәт тоғрисидики агаһландуруш. Җинсий әхлақсизлиқ, бузуқчилиқ вә башқа гуналиқ ишларни қилғучиларға «Худаниң Падишалиғида орун йоқ» (Галатилиқларға 5:19—21; Коринтлиқларға 1-хәт 6:9—11). Худаға ибадәт қилғучилар милләткә айримастин, иттипақлиқни сақлап келиши керәк (Римлиқларға 2:11; Әфәсликләргә 4:1—6). Улар муһтаҗлиқта қалған етиқатдашлириға хошаллиқ билән ярдәм қолини сунуши керәк (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7). Паул: «Һемишәм дуа қилиңлар»,— дегән. Дәрвәқә, ибадәт қилғучилар дуга қилғинида, өз көңлидики чоңқур ой-пикир, һис-туйғулирини Йәһва Худаға ейтишқа дәвәт қилинған (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17; Салоникилиқларға 2-хәт 3:1; Филипиликләргә 4:6, 7). Дуаларимизни Йәһва мәқбул қилиши үчүн уларни ишәнч билән қилиш зөрүр (Ибранийларға 11:6).

Аилиниң мустәһкәм болушиға немә ярдәм берәләйду? Әрләр өз аялини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Аяллар өз ерини чоңқур һөрмәтлиши керәк. Пәрзәнтләр болса Худани хурсән қилиш үчүн өз ата-анилириға бойсунуши керәк. Ата-анилар меһриванлиқ билән Худаниң қанунлириға асаслинип пәрзәнтлиригә йол башчилиқ қилиши вә тәрбийилиши керәк (Әфәсликләргә 5:22—6:4; Колосилиқларға 3:18—21).

Паул хәт салған җайлар

Худаниң мәхситини чүшәндүрүш. Худаниң исраиллиқларға чүшүргән қануни көп тәрәптин уларни қоғдиған вә Мәсиһниң келишигичә йетәкчилик қилған. (Галатилиқларға 3:24). Амма Әйсаниң әгәшкүчилириниң Худаға ибадәт қилиши үчүн шу қанунға әмәл қилиши зөрүр әмәс. Ибранийларға, йәни йәһудий хәлқидин чиққан Әйсаниң әгәшкүчилиригә, язған хетидә Паул Муса қануниниң мәзмунини йәнә Худа нийитиниң Мәсиһтә орунлинидиғинини чүшәндурди. Паулниң сөзи бойичә қанундики һәрхил алаһидиликлириниң бәшарәтлик әһмийитини көрсәткән. Мәсилән, җаниварларни қурбанлиқ қилиши гуналарниң һәқиқий кәчүрүлүшигә ериштүридиған Әйсаниң қурбанлиқ өлүминиң нәмунаси болған (Ибранийларға 10:1—4). Демәк, Мусаниң қануниға әмәл қилиш Әйса Мәсиһниң өлүмидин кейин зөрүрийити қалмиған (Колосилиқларға 2:13—17; Ибранийларға 8:13).

Дәсләпки мәсийһийләр җамаити Паулниң хәтлириниң бири оқулғанда тиңшиватиду

Җамаәтчиликни тәшкилләш үчүн көрсәтмә бериш. Әрләрниң җамаәтчиликтә йетәкчи болуши үчүн, чоқум жуқури әхлақ өлчимигә вә Муқәддәс китаптики хисләтләргә лайиқ болуши керәк (Тимотийға 1-хәт 3:1—10, 12, 13; Титқа 1:5—9). Йәһваға ибадәт қилғучилар бир-бирини илһамландуруп туруш үчүн һәрдайим жиғилиши керәк (Ибранийларға 10:24, 25). Ибадәт қилишқа беғишланған мошундақ учришишлар илһамландуруп вә тәрбийә бериши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 14:26, 31).

Әлчи Паул Римға қайтип, түрмидә сот қилинишни күтүп турғинида, Тимотийға иккинчи қетим хәт язған еди. Пәқәт азла кишиләр жүрәклик билән хәтәргә тәвәккүл қилип уни көргили барған еди. У өзиниң өлүдиған вақтиниң аз қалғанлиғини билгән. У мундақ дегән еди: «Мән Худа йолида ахирғичә күрәш қилдим... ишәнчимдә чиң туруп кәлдим» (Тимотийға 2-хәт 4:7). Шуниңдин кейин, узун өтмәй у етиқади үчүн өлүмгә җазаланған. Бирақ униң язған хәтлири бүгүнки күнгичә Худаға тоғра ибадәт қилғучилар үчүн йол башчилиқ қилмақта.

Римлиқларға; Коринтлиқларға 1-хәт; Коринтлиқларға 2-хәт; Галатилиқларға; Әфәсликләргә; Филипиликләргә; Колосилиқларға; Салоникилиқларға 1-хәт; Салоникилиқларға 2-хәт; Тимотийға 1-хәт; Тимотийға 2-хәт; Титқа; Филимунға; Ибранийларға йезилған хәтләргә асасланған.

  • Паулниң хәтлиридә, әдәб-әхлақ вә сөз-һәрикәт тоғрисида қандақ агаһландуруш бар?

  • Паул Худаниң нийитиниң Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулушини Паул қандақ чүшәндүрүп бәргән?

  • Паул җамаәтчиликни тәшкилләш үчүн қандақ көрсәтмиләрни бәргән?

ВӘДӘ ҚИЛИНҒАН НӘСИЛ КИМ?

Адәм ата билән Һава ана гуна өткәзгәндин кейин, Худа иланға: «Сени аял билән дүшмән қилимән. Униң Әвлади сениң бешиңни йәнчийду, Сән Униң тапинини чақисән»,— дегән символлуқ мәнигә егә сөзни қилған еди (Яритилиш 3:15). Муқәддәс Язмилар Иблисни «қедимий илан» дәп ашкарилайду (Вәһий 12:9). Әсирләр бойи Муқәддәс китапта, Худа вәдә қилған нәсил йәни қутқазғучи ниҗаткарниң сир болуп кәлгән салаһийити аста-аста ашкарә болди.

Адәм ата билән Һава ана гуна қилип тәхминән 2000 жилдин кейин, вәдә қилинған нәсилниң Ибраһимниң әвлатлири арисидин мәйданға келидиғанлиғини Йәһва көрсәткән еди (Яритилиш 22:17, 18). Көп әсирләрдин кейин Худа әлчи Паул арқилиқ Әйса Мәсиһниң шу нәсилниң асасий әзаси екәнлигини ениқ ашкара қилди (Галатилиқларға 3:16). Яритилиш 3-бап, 15-айәткә асасланғанда, Әйса өлтүрүлгәндә, униң «тапини» символлуқ мәнидә чеқилған. Лекин Худа, Әйсани роһий шәхс сүпитидә тирилдүрди (Петрусниң 1-хети 3:18).

Худа 144000 кишиниң шу нәсилниң қошумчә әзаси болушини мәхсәт қилған (Галатилиқларға 3:29; Вәһий 14:1). Улар Мәсиһ билән бирликтә асмандики падишалиққа мирасхор болуш үчүн тирилдүрүлүп роһий һаятлиққа егә болатти (Римлиқларға 8:16, 17).

Әйса асманда күчлүк бир падиша болуп, узун өтмәй Шәйтаниң нәсилини йәни униңға әгәшкән рәзил инсанларни вә җинларни йоқ қилиду (Йоһан 8:44; Әфәсликләргә 6:12). Әйсаниң һөкүмранлиғи пүткүл Худаға итаәтчан болған инсанларға теч-аманлиқ вә хошал-хорамлиқ елип келиду. У әң ахирида иланниң «бешини» йәнчийду йәни уни мәңгүлүккә йоқитиду (Ибранийларға 2:14).

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш