2-ПАРЧӘ
Һәқиқий иман-етиқат дегән немә?
Пулға охшаш иман-етиқатниң чоқум һәқиқий қиммити болуши керәк
ҺӘҚИҚИЙ иман-етиқат — Худаниң мәвҗутлуғиға ишиниш биләнла чәкләнмәйду. Миллионлиған кишиләр Худаға ишиниду, амма улар қәстән яман ишларни қилиду. Шундақ «иман-етиқат» худди сахта пулға охшаш болуп, қаримаққа һәқиқий, расттәк көрүнсиму, әмәлийәттә қиммити йоқ. Ундақта, һәқиқий иман-етиқат дегән немә?
Һәқиқий иман-етиқат — Муқәддәс Язмилардики тоғра билимгә асасланған болиду. Алладин кәлгән мошу Язмилар Яратқучи Егә тоғрисидики һәқиқәтни бизгә билдүрүп, бизниң Уни тонушимизға имканийәт яритип бериду. Йәни Униң қанун-өлчәмлири, ирадиси вә һәқиқәтлирини бизгә ашкарә қилиду. Шу һәқиқәтләр монуларни өз ичигә алиду:
Алла бир. Униң тәңдиши йоқ.
Һәзрити Әйса Һәммигә Қадир Худа әмәс. У Худаниң пәйғәмбири.
Пәрвәрдигар һәртүрлүк бутпәрәсликни өч көриду.
Һәрбир инсан қиямәт күнидә һөкүм қилиниду.
Сан-санақсиз кишиләр өлүмдин тирилдүрүлүп, җәннәттә яшайду.
Һәқиқий иман-етиқат бизни яхши ишларни қилишқа үндәйду. Шундақ ишлар Яратқучини улуқлап, башқиларға вә өзүмизгә пайда-мәнпәәт елип келиду. Бу яхши ишлар монуларни өз ичигә алиду:
Худаға ибадәт қилиш.
Яратқучини хурсән қилидиған пәзиләтләрни, болупму меһир-муһәббәтни йетилдүрүш.
Яман ой-пикир вә арзу-һәвәсләрни ташлаш.
Қийинчилиқларға қаримай, Худаға болған иман-етиқатта чиң туруш.
Башқиларға Худа тоғрисида үгитиш.
Һәқиқий иман-етиқат яхши ишларни қилишқа дәвәт қилиду
Қандақ қилип һәқиқий иман-етиқатни йетилдүрәләйсиз?
Иман-етиқат худди мускулға охшаш чиниқтуруш арқилиқ күчийиду
Худадин ярдәм сораш. Муса пәйғәмбәр Худаға: «Сени билишим үчүн һәм келәрдиму көзүңдә илтипат тепишим үчүн, маңа йоллириңни ечип бәргәйсән»a,— дәп дуа қилған. Пәрвәрдигар Мусаниң дуасиға қулақ селип, униңға җавап қайтурған. Нәтиҗидә, Муса иман-етиқатниң әң яхши үлгисини қалдурған еди. Шуниңдәк, Алла сизниңму һәқиқий иман-етиқатни йетилдүрүшиңиз үчүн ярдәм бериду.
Вақит чиқирип, Муқәддәс Язмиларни үгиниш. Муқәддәс Язмилар Тәврат, Зәбур, Инҗилларни өз ичигә алған болуп, «Муқәддәс китап» дәп аталған. Бу китап көплигән тилларға тәрҗимә қилинған вә дунияниң һәммә җайлирида кәң тарқитилған. Сиздә Муқәддәс китап барму?
Муқәддәс Язмилардики нәсиһәтләрни күндилик турмушта қоллиниш. Иман-етиқат худди мускулға охшаш чиниқтуруш арқилиқ күчийиду. Һәр ишта иман-етиқадиңизға асасән йол тутсиңиз, Худаниң нәсиһәтлириниң нәқәдәр пайдилиқ екәнлигини көрүп йетисиз вә шу тәриқидә иман-етиқадиңиз күчийиду. Муқәддәс Язмилардики әмәлий мәслиһәтләр һәқиқәтән сан-санақсиз кишиләрниң турмушини яхшилишиға ярдәм бәргән. Төвәндә бирнәччә мисалларни көрүп бақайли.