Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақит келәмду?
Сизниң ойиңизчә . . .
- һә 
- яқ 
- мүмкин 
МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
«Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду» (Вәһий 21:4).
БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
Бешиңизға чүшкән қийинчилиқларниң Худадин әмәс екәнлигигә ишәнчлик болисиз (Яқуп 1:13).
Қийналған вақитларда Худаниң сизгә ичи ағрийдиғанлиғини билиш сизгә тәсәлли бериду (Зәкәрия 2:8).
Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақитни көрүш үмүтиңиз пәйда болиду (Зәбур 37:9—11).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?
Һә, буниң кам дегәндә икки сәвәви бар:
- Худа қайғу-һәсрәт вә адаләтсизликни өч көриду. Қедимда дүшмәнләр Йәһва Худаниң хизмәтчилиригә яман муамилә қилғанда У қандақ һис-туйғуда болған? Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худа хәлқиниң «пәрядини аңлап ичи ағриди» (Һакимлар 2:18). - Худа башқиларға зиян кәлтүргәнләргә көз жуммайду. Мәсилән, Муқәддәс китапта «бегуналарниң қенини төккүзидиған қол» Худаниң көз алдида жиркиничлик екәнлиги ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16, 17). 
- Худа һәрбир адәмниң ғемини ойлайду. Худа барлиқ ғәм-қайғуларни Униңға тапшурушқа чақириду, чүнки У бизгә «ғәмхорлуқ қилмақта» (Петрусниң 1-хети 5:7). - Өзиниң асмандики Падишалиғи яки һөкүмити арқилиқ Йәһва Худа келәчәктә барлиқ адәмләрниң қийинчилиқлирини йешиду (Мәтта 6:9, 10). Һазирниң өзидә Худа Өзини издигән ақ көңүл адәмләргә меһрини көрситип, тәсәлли бериватиду (Әлчиләр 17:27; Коринтлиқларға 2-хәт 1:4). 
МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:
Худа немә сәвәптин қайғу-һәсрәтниң болушиға йол қоюватиду?
Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: РИМЛИҚЛАРҒА 5:12 вә ПЕТРУСНИҢ 2-ХЕТИ 3:9.