3-ДӘРИС
Соал қоюш
Мәтта 16:13—16
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларниң қизиқишини ойғитиш, давамлиқ диққитини тартиш, улар билән мулаһизә қилиш вә муһим ой-пикирләрни тәкитләш үчүн соал қоюшқа маһир болуш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
- Қизиқишни ойғитиш вә давамлиқ диққәтни тартиш. Адәмләрни чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған вә уларниң қизиқишини күчәйтидиған соалларни қоюң. 
- Бир мавзу үстидә мулаһизә қилиш. Тиңшиғучиларни мәнтиқийгә уйғун хуласә чиқиришқа үндәйдиған бирнәччә соалларни оттуриға қоюң. 
- Муһим ой-пикирни тәкитләш. Асасий ой-пикиргә өтүштин авал чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған соални қоюң. Ахирида сөзүңизни хуласә қилиштин бурун, йәнә соал қоюп, асасий ой-пикирни йәнә бир қетим тәкрарлаң.