12-ДӘРИС
Мулайимлиқ вә һисдашлиқ көрситиш
Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Сөз қилғанда сәмимий һис-туйғуларни тәбиий ипадиләш арқилиқ тиңшиғучиларға һисдашлиқ қиливатқанлиғиңизни көрситиш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Тәйярлиқ қилғанда, улар дуч келиватқан қийинчилиқлар яки ғәм-тәшвишләр һәққидә ойлинип, өзүңизни уларниң орниға қоюп, тәсәввур қилип көрүң.
Еһтиятчанлиқ билән сөз таллаш. Илһам вә тәсәлли беридиған сөзләрни ишлитип, тиңшиғучиларниң роһини көтириң. Башқиларни орунсиз рәнҗитидиған сөзләрни ишлитиштин сақлиниң. Худаға ишәнмәйдиған яки башқа диндики адәмләрни камситидиған гәпләрни һәргиз қилмаң.
Һисдашлиқ қиливатқанлиғиңизни ипадиләш. Мулайим авазиңиз вә мувапиқ има-ишарәтләр билән тиңшиғучиға көңүл бөлидиғанлиғиңизни көрситиң. Чирай ипадилириңизгә диққәт қилип, һәрдайим күлүмсирәп туруң.