Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • th 18-дәрис, 21-б.
  • Тиңшиғучиларни көпирәк мәлуматларға егә қилиш

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Тиңшиғучиларни көпирәк мәлуматларға егә қилиш
  • Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Охшаш мәлумат
  • Қизғинлиқни ипадиләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Қәлбкә тәсир қилғидәк сөзләш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Әмәлий пайдисини ениқ көрситиш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
  • Муқәддәс китаптики айәтләрни ениқ чүшәндүрүп бериш
    Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
Көпирәк мәлумат
Оқуш вә тәлим бериш маһаритимизни өстүрәйли
th 18-дәрис, 21-б.

18-ДӘРИС

Тиңшиғучиларни көпирәк мәлуматларға егә қилиш

Кәлтүрүлгән айәт

Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларни ойлинишқа дәвәт қилиш. Уларни пайдилиқ мәлуматқа егә болғандәк һис қилдуруш.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Тиңшиғучиларниң немини билидиғанлиғи һәққидә ойлаш. Улар илгири билгән асасий билимләрни қайта тәкрарлашниң орниға, сиз башқичә нуқтәий нәзәр билән чүшәндүрүп, уларниң шу һәққидә йеңи мәлуматларға еришишигә ярдәм бериң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Көпчиликкә тонуш болған ой-пикирни тезирақ чүшәндүрүп, йеңи мәлуматларға кәлгәндә, астирақ һәм тәпсилийирәк чүшәнчә бериң.

  • Мәлуматлар һәққидә издиниш вә чоңқурирақ ойлиниш. Мүмкин болса, асасий ой-пикирләрни йәткүзүш үчүн натонуш дәлилләрни яки йеңи хәвәрләрни ишлитиң. Топлиған мәлуматларни чоңқурирақ тәтқиқ қилип, ишләтмәкчи болған материал билән асасий мавзу арисида қандақ бағлиниш барлиғини ойлап көрүң.

    Әмәлий қоллинидиған ой-пикирләр

    Сиз топлиған мәлуматни тәтқиқ қилғанда, чоңқур ойлинишқа дәвәт қилидиған төвәндики соалларни өз-өзүңизгә қоюң: Немә? Немә үчүн? Қачан? Қәйәрдә? Ким? Қандақ? Шундақ соалларни қоюп, җавап бериш шәклидә нутуқларни ейтсиңиз яки адәмләр билән параңлашсиңиз, тәлимиңиз техиму җанлиқ болиду.

  • Мәлуматниң пайдисини ениқ көрситип бериш. Айәттики асасий ой-пикирни күндилик турмушта қандақ пайдилинишқа болидиғанлиғини чүшәндүрүң. Тиңшиғучилар билән мунасивәтлик болған бәзи вәзийәтләр, көзқарашлар вә иш-һәрикәтләр һәққидә муһакимә қилиң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш