161-НАХША
«Ирадәңни орунлаш хошаллиғимдур»
- 1. Йәһ, Оғлуң суға чөмдүрүлүп, - Қәлбини сөзүң толдурған. - У муһим санап ирадәңни, - Бар күчини чиқарған. - У бирму хата ишни қилмай, - Исмиңни ақлалиған. - Әйсани үлгә қилип мәнму - Саңа шәрәп кәлтүрәй. - ҚАЙТУРМИСИ: - Ирадәңни ада қилмақ - Қәлбимни бәк хошал қилар. - Хошаллиғим чин дилимдин; - Маңимән һәқ йолуңда. - Ирадәңни ада қилмақ - Үмүтүмни җанландурған. - Сөйдүң бизни чин дилиңдин. - Һәр күни улуқлаймән - Исмиңни мән. 
- 2. Худайим, Сени тонуғанда - Һәқиқий бәхит таптим мән. - Шат-хорам мәңгү җакалаймән - Һәқни мән һеч йошурмай. - Қериндашлирим билән биллә - Вәз қилиш — зор мукапат. - Җан дилим билән хизмәт қилип, - Көңлүңни мән хуш қилай. - ҚАЙТУРМИСИ: - Ирадәңни ада қилмақ - Қәлбимни бәк хошал қилар. - Хошаллиғим чин дилимдин; - Маңимән һәқ йолуңда. - Ирадәңни ада қилмақ - Үмүтүмни җанландурған. - Сөйдүң бизни чин дилиңдин. - Һәр күни улуқлаймән - Исмиңни мән, - Мәңгү улуқлаймән. 
(Шундақла Зәбур 40:3, 10ға қараң.)