3-ҚОШУМЧӘ МӘЛУМАТ
«Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапни қандақ ишлитиш
Бурадәрләр көп дуаларни қилип, әстаидил издиниш арқилиқ «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапқа қайси мәлуматларни киргүзүш керәклигини қарар қилған. Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишидә бу китаптин әң яхши усулда пайдилиниш үчүн төвәндики мәслиһәтләрни қоллиниң.
Тәтқиқ үгинишидин илгири
- 1. Пухта тәйярлиқ қилиң. Шундақ қилғанда, үгәнгүчиниң еһтияҗи, әһвали вә көзқарашлири һәққидә ойлап беқиң. Униң үчүн чүшиниш яки турмушида әмәлий қоллиниш қийин болидиған ой-пикирләр үстидин чоңқур ойлиниң. «Издинип көрүң» дегән сәһипидики мәлумат униңға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғи һәққидә мулаһизә қилиң вә үгиниш җәриянида еһтияҗ туғулса, шу сәһипидики мәлуматлардин пайдилинишқа тәйяр болуң. 
Тәтқиқ үгиниши җәриянида
- 2. Әгәр у киши қарши болмиса, тәтқиқ үгинишини өткүзүштин бурун вә кейин дуа қилиң. 
- 3. Бәк көп гәп қилмаслиққа тиришиң. Диққитиңизни үгиниватқан мәзмунға қаритиң вә кишини өз ой-пикирлирини әркин-азадә баян қилишқа илһамландуруң. 
- 4. Китапниң йеңи бир қисмини үгинишни башлиғанда, бу қисимниң кириш сөзини оқуп, бир нәччә дәрисниң мавзусини тәкитләп өтүң. 
- 5. Бир қисим мәзмунни түгәткәндин кейин кишиниң шу қисимда үгәнгән һәқиқәтләрни есидә сақлишиға ярдәм бериш үчүн «Қисимни тәкрарлаш» дегән сәһипини муһакимә қилиң. 
- 6. Сиз бир киши билән һәрбир дәрисни үгәнгәндә: - a. Бирликтә мәзмунни оқуп чиқиңлар. 
- ә. «Оқуң» дегән барлиқ айәтләрни оқуңлар. 
- б. Зөрүр болса, башқа айәтләрни оқуңлар. 
- в. «Көрүң» дегән видеоларни көрүңлар (әгәр бар болса). 
- г. Үгиниватқан кишидин һәрбир соални сораң. 
- ғ. Униң диққитини «Чоңқурирақ қезиң» дегән сәһипидики рәсимгә қаритиң вә бу рәсим тоғрилиқ ой-пикирлирини сораң. 
- д. «Мәхсәт» дегән рамкини ишлитип, униң роһий җәһәттин алға илгирилишини тәкшүрүшкә ярдәм бериң. Уни бу рамкидики үлгилик мәхсәтни вә башқа мәхсәтни яки һәр икки мәхсәтни қоюшқа дәвәт қилсиңиз болиду. 
- е. У дәрискә тәйярлиқ қилғанда, «Издинип көрүң» дегән рамкидики мақалиләр яки видеолардин қайси бирини интайин яқтурғанлиғини сораң. 
- ё. Һәр қетим үгиниш қилғиниңларда бир дәрисни түгитишкә тиришиң. 
 
Тәтқиқ үгинишидин кейин
- 7. Үгиниш қиливатқан киши тоғрилиқ давамлиқ ойлинип көрүң. Йәһваға дуа қилип, у кишиниң алға илгириләш үчүн көрсәткән тиришчанлиғини бәрикәтләшни сораң; давамлиқ ярдәм беришниң йолини биләлишиңиз үчүн әқил-парасәт тиләң.