ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЙӘРӘМИЯ 25—28
Йәрәмиядәк җасур болайли
Йәрәмия пәйғәмбәр Йерусалимниң Шилоһқа охшаш вәйран қилинидиғанлиғи һәққидә агаһландурған
- Йәһваниң өз хәлқи билән биллә екәнлигини көрситидиған келишим сандуғи бир вақитта Шилоһта турған 
- Йәһва Худа келишим сандуғиниң филистийәликләрниң қолиға чүшишигә йол қоюп, у Шилоһқа һеч қайтмиди 
Роһанийлар, пәйғәмбәрләр билән пүткүл хәлиқ Йәрәмияни өлтүрүшкә қорқутти
- Хәлиқ Йәрәмияни Йерусалим вә мәркизий ибадәтханиға қарши ейтқан бәшарити үчүн тутувалди 
- Йәрәмия Йәһваға болған хизмитини ташлап, қечип кәтмиди 
Йәһва Худа Йәрәмияни һимайә қилди
- Йәрәмия җасурлуғини сақлиди вә Йәһва уни ташлимиди 
- Худа батур Аһикамни Йәрәмияни һимайә қилишқа дәвәт қилди 
Йәһва уни қоллап, тәсәлли бәргәнлиги үчүн, Йәрәмия хәлиқниң қулиғиға хуш яқмайдиған хәвәрни 40 жил давамида җакалиди